Архип
2010-12-31
Мәркизи франсийә пайтәхти париждики хәлқара ахбарат әркинлик оргини- чеграсиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни дуняниң 2010 - йиллиқ ахбарат әркинлик әһвали һәққидә доклат елан қилип, ахбарат хадимлириниң бу бир йилда өлтүрүлүш, қолға елиниш, гөрүгә тутулуш, тәһдит вә җисманий һуҗумға учраш, қечип кетишкә мәҗбур болуш қатарлиқ 9 түрлүк зиянкәшликкә учраш һадисиси үстидин баһалаш елип барди.
2010-12-31
Йеқинда йәкән наһийисидики йәрлик даириләр мәзкур наһийидики бир топ уйғур вә хитай христиан муритлириниң бир йәргә топлинип, роҗистива байрими вә йеңи йил мунасивити билән өткүзгән бирләшмә диний мурасимиға мудахилә қилған.
2010-12-31
Уйғур аптоном райони йәрлик ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, үрүмчи шәһири даирилири келәр йилдин башлап йол яқисидики кәчлик базарларни әмәлдин қалдурушни вә буниңдин кейин башқа районлардиму бундақ базарларни тәстиқлимаслиқни қарар қилған.
2010-12-31
Японийә баш министири науто кан 2011- йили хитайни зиярәт қилип, өткән йили 9 - айда сенкако тақим арилиниң әтрапида йүз бәргән хитай белиқчилар кемиси билән японийә чарлаш парахотиниң өз ара соқулуп кетиш сәвәбидин җиддийлишип кәткән японийә -хитай мунасивитини әслигә кәлтүрүшни ойлашмақта икән.
2010-12-30
Хитай даирилири тәрипидин уйғур аптоном районидики нуқтилиқ қурулуш түригә киргүзүп, аз дегәндә 5 милярд 73 милйон йүән мәбләғ селинған қәшқәр-хотән төмүр йоли қурулушиниң 30 - декабир күни рәсмий пүткәнлики елан қилинди.
2010-12-30
Уйғур аптоном райони даирилири 30 - декабир күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, 2015 - йилдин бурун уйғур елидә алий мәктәп пүттүрүп иш күтүп турған оқуғучилардин 280 миң кишини ишқа орунлаштуруп болидиғанлиқини җакарлиди.
2010-12-30
Русийә президенти мидведеф русийидә "хитай шәһәрчилири"гә охшаш бир милләт аһалиси топлишип олтурақлашқан аһалиләр районлириниң қурулушиға йол қоюлмайдиғанлиқини билдүргән.
2010-12-30
Франсийә лемондие гезитиниң явропа иттипақи әмәлдарлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, явропа иттипақи хитай 1989 - йили тйәнәнмен оқуғучилар демократийә һәрикитини бастурғандин кейин, хитайға қойған қорал-ярақ ембаргосини келәр йилниң башлири бикар қилмақчи икән.
2010-12-29
Хитай билән ватикан арисидики мунасивәтләр, йеқинқи йиллардин бери, хитайниң аталмиш вәтәнпәрвәр диний зат йетиштүрүш вә католик черкавлирини вәтәнпәрвәр католик диний затлириниң қолиға өткүзүш тиришчанлиқи сәвәбидин бәзидә рәнҗишиш вә бәзидә йириклишиш җәрянини баштин кәчүрмәктә.
2010-12-29
Хитай җ х министирлиқи иқтисадий җинайәтләр бөлүминиң мәсули миң чиңфең, түнүгүн хитай күндилик гезити мухбириға қилған сөзидә, хитайдин дөләт вә ширкәтләрниң пулини елип қачқан иқтисадий җинайәт гумандарлиридин аз дегәндә 580 кишиниң нөвәттә чәтәлләрдә панаһлиниватқанлиқини билдүрди.
2010-12-29
Хитайниң чоң ширкәтлиридин зеҗин кан ширкити, сәйшәнбә күни баянат елан қилип, бу йил сентәбирдә кан өрүлүш вәқәсидә өлгән 22 кишиниң аилисигә җәмий 50 милйон төләм төләйдиғанлиқини билдүргән.
2010-12-29
Хитайниң гуйҗу өлкисидә кавапчилиқ қиливатқан алим исимлик уйғур тиҗарәтчи, 8 йилдин буян гуйҗудики аилә қийинчилиқи бар хитай оқуғучиларға җәмий 100 миң йүәндин артуқ пул ианә қилған. Униң иш излири йеқинқи айлардин бери хитай ахбарат васитилиридә хәвәр қилинип муназириләр қозғиған иди. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә алим, хитайдики 2010-йиллиқ 10 тәсирлик шәхс намзатлиқиға киргүзүлгән.
2010-12-29
Уйғур вә хитай тилидин ибарәт 2 хил тилда учур вә тәтқиқат мулазимити қиливатқан уйғурбиз торбети, 5 -июл вәқәсидә қутратқулуқ қилди дәп әйиблинип тақиветилгәндин кейин, мулазимәт даирисини чәтәлгә йөткигән.
2010-12-28
Бүгүн хитай өлкилиридики радио аңлиғучилиримиздин бириниң инкас қилишичә, шинҗаң университети рус тили синипиниң оқуғучиси пәзиләт әкбәрни, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси бу йил 4 -айда өлүм җазасиға һөкүм қилип, җазани 2 йил кечиктүрүп иҗра қилишқа буйруған.
2010-12-28
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 2010 -йиллиқ нобел саһиби лю шавбо, 28 -декабир күни өзиниң 55 яшқа толғанлиқи мунасивити билән түрмидә туғулған күнини хатирилигән.