Архип
2010-12-19
Бу йил өктәбир ейида қирғизистанда елип берилған парламент түзүмидики һакимийәткә көчүш қарари елинидиған сайламдин кейин, қайси партийиниң һөкүмәт тәшкиллиши мәсилиси бир мәһәл талаш-тартиш үстидә қалған иди. Арилиқта қирғизистан президенти роза отунбайева "республика" партийисини һөкүмәт тәшкилләшкә буйруған, икки һәптилик талишиш вә сөһбәтләрдин кейин ахири йеңи һөкүмәт тәшкилләнгән һәм парламент рәиси бекитилгән.
2010-12-19
Йәкшәнбә күни афғанистанниң кабул вә қундуз шәһәрлиридә афған һөкүмәт әскәрлиригә қаритилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар йүз берип, аз дегәндә 13 нәпәр афғанистан һөкүмәт һәрбий хадими вә бәш нәпәр һуҗумчи өлгән һәмдә 20 нәпәр йеңи әскәр яриланған.
2010-12-18
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, хитай далдилиридин өткән йили камбоджадин тутуп кәткән 20 уйғур һәққидә мәлумат беришни тәләп қилди.
2010-12-18
Хитай баш министири вен җябав ниң бу нөвәтлик пакистан зиярити җәрянида хитай пакистан арисида йәнә 10 милярд долларлиқ иқтисадий келишим түзүлмәкчи.
2010-12-18
Шәнбә күни, җәнубий корийә су тәвәликидә қанунсиз белиқ тутуватқан хитай белиқчи кемиси билән җәнубий корийә деңиз қоғдиғучилири арисида тоқунуш йүз бәргән болуп, тоқунушта бир хитай белиқчи өлгән вә хитай белиқчи кемиси дүм көмтүрүлүп кәткән.
2010-12-18
Шәнбә күни токйо шәһиридә икки миңдин артуқ адәм хитайға қарши намайиш қилип, сенкаку араллар гурупписиниң японийигә қошулуш күнини хатирилиди.
2010-12-17
Дуня уйғур қурултийиниң игилигән мәлуматидин қариғанда, түнүгүн үрүмчидики хантәңри мәсчитиниң имами мәһмуд дамолламниң мейит намизида вәқә чиқип, 100 гә йеқин киши тутқун қилинған.
2010-12-17
Шинҗаң хәвәрләр ториниң хәвәр қилишичә, байинғолин аптоном областиниң лопнурда туз санаәт райони тәсис қилиш пилани дөләтниң тәстиқидин өткән. Қурулуш алдида турған лопнур туз санаәт райониниң орни чақилиқ наһийисидин 300 километир узақлиқта, лопнур көлиниң оттура қисмиға тоғра келиду; көлими 65 квадрат километир. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, бу қурулуш тамамланғандин кейин, лопнур дуняниң әң чоң туз базисиға айлиниду.
2010-12-17
Бүгүн йәни җүмә күни японийә елан қилған йеңи дөләт мудапиә сиясәт бәлгилимисидә, хитай, японийә үчүн йеқин мәзгил ичидики асаслиқ тәһдит дәп көрситилгән.
2010-12-17
Миллий кәмситишкә қарши әрз билән өткән айниң бешида бейҗиңға кәлгән шаирә гөһәр мәмәт, бейҗиңда мунасивәтлик орунлар билән көрүшүп болғандин кейин, шаңхәйгә берип, үрүмчидики полат завутниң шаңхәйдики баш мәсуллири билән көрүшкән иди. Игилишимизчә у, мушу һәптиниң бешида шаңхәйдин үрүмчигә бихәтәр қайтип кәлгән.
2010-12-16
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи беҗиңда " шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш хизмити йиғини" чақирип, хитайдики барлиқ сақчи органлиридин бөлгүнчиликкә қарши уруп, уйғур елиниң муқимлиқиға капаләтлик қилишқа ярдәм қилишини тәләп қилған.
2010-12-16
15 - Декабир күни үрүмчидә чақирилған " уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт әйдизниң алдини елишни күчәйтиш хизмити" йиғинидин мәлум болушичә, уйғур елидә әйдизниң җинсий алақә арқилиқ юқуш әһвали еғирлашқан.
2010-12-16
Үрүмчиниң "хиҗасән" йәни ташбулақ районидики 200 миңдин артуқ аһалә өйлиридин көчүрүветилгән. Көчүрүветилгән бу нопус аз бир қисим хитай вә туңганларни һесабқа алмиғанда, асасән уйғурларни тәшкил қилидикән.
2010-12-16
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн баянат елан қилип, хитай даирилиридин моңғул паалийәтчи хаданиң ақивити һәққидә мәлумат беришни тәләп қилди.
2010-12-16
Бүгүн америкиниң пакистан вә афғанистандики әлқаидә күчлиригә алақидар доклати америка президенти барак обама тәрипидин көрүп чиқилғандин кейин рәсмий елан қилинди. Барак обама америкиниң бу һәқтики йеңи истратегийисиниң пакистандики әлқаида күчлиригә мәркәзлишидиғанлиқини билдүрди.