Архип
2012-12-31
Дуня уйғур қурултийи хитай дөләт кабинетиниң корла вә борталада башәгим, алатав шәһәрлирини қуруш қарарини тәнқидләп, буниң уйғурларға һечқандақ пайдилиқ ақивәт елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
2012-12-31
Йеқинда сақчилар ғулҗа дөң мәһәллидә олтурушлуқ бир аилигә, атуштин меһман болуп келип қонуп қалған бир тиҗарәтчини сақчиға келип тизимға алдурмиған, дегән сәвәб билән җәриманә қойған.
2012-12-31
Таҗикистан даирилириниң дүшәнбә күни билдүрүшичә, өзбекистан 1-январдин башлап таҗикистанни тәбиий газ билән тәминләшни кесип ташлиған.
2012-12-31
Өткән йили нобел мукапатиға еришкән мәһбус лю шавбониң 26 айдин бери нәзәрбәнд астида туруватқан аяли люшяни, мушу айниң бешида тунҗи болуп америка бирләшмә агентлиқиниң мухбири йоқлиған иди.
2012-12-31
Явропада паалийәт елип бериватқан хитай демократик партийисиниң рәһбәрлиридин бири болған җаң йиң бүгүнки йеңи йил нутқида, хитай хәлқиниң йеңи йилини тәбриклигәндин кейин, хитайниң йеңи дөләт рәиси ши җинпиңдин күтидиған үмидлириниму оттуриға қойди.
2012-12-31
Шинҗаң хәвәр ториниң бүгүнки бир хәвиридин ашкарилинишичә, хитай даирилири уйғур райондики нефит туруба йоллириниң бихәтәрликидин қаттиқ әндишә қилмақта.
2012-12-29
Хитай һөкүмити 29 - декабир уйғур елигә йәнә бир йеңи шәһәр қурди. Бу шәһәр корлиниң башәгим райониға җайлашқан болуп, шәһәрни уйғур елидә турушлуқ ишләп чиқириш қурулуш армийиси билән уйғур аптоном райони бирликтә башқуридикән. Шәһәргә хитайчә “тйеменгуән” уйғурчә “башәгим” дәм нам берилгән.
2012-12-29
Хитайдики деңиз мәһсулатлириға болған еһтияҗниң ешиши хитайниң башқа дөләтләр болған мунасивәтлиригә риқабәт елан қилған болса, бәзи мунасивәтлик алимларни деңизидики белиқ мәнбәсиниң кемийип кетишидин ибарәт әндишигә салған.
2012-12-29
Йеңи йил һарписи келиш алдида хитай даирилири хитай яшлирини ата - анилирини йоқлашқа мәҗбурлайдиған бир қанун мақуллиди.
2012-12-28
Хәлқ хәлқ қурултийи даимий комитети җүмә күни тор контроллуқини күчәйтиш тоғрисидики қанун лайиһисини рәсмий мақуллиди. Тор абунитлириниң һәқиқий исмини ишлитип, тизимға алдуруши тәләп қилинған мәзкур қанун лайиһиси җүмә күндин башлап рәсмий күчкә игә қилинди.
2012-12-28
Филиппин һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, хитайниң җәнубий деңизға йеңи чарлаш парахотлирини сәплигәнликигә күчлүк қарши туридиғанлиқини билдүрди.
2012-12-28
Хитай даирилири чиңхәйниң тибәтләр олтурақлашқан хуаңнән вилайитидики тибәт ибадәтханилириниң телевизор вә сүний һәмраһ антенналирини йиғивалған.
2012-12-28
Уйғур аптоном районлуқ партком 26-вә 27-декабир күнлири даимий комитетниң кеңәйтилгән йиғинини чақирип, 2013-йили қилидиған муһим ишларни орунлаштурған.
2012-12-27
Әнгилийидә чиқидиған гардиян гезити алдинқи күни тарқатқан хәвәрдә ейтилишичә, хәлқаралиқ әнгилийидә чиқидиған гардиян гезити алдинқи күни тарқатқан хәвәрдә ейтилишичә, хәлқаралиқ сәһийә мутәхәссислири хитай қатарлиқ бәзи асия дөләтлиридин түркүм - түркүмләп импорт қилиниватқан сахта дориларниң африқа хәлқиниң саламәтликигә еғир тәһдит пәйда қиливатқанлиқини билдүргән. Сәһийә мутәхәссислири хитай қатарлиқ бәзи асия дөләтлиридин түркүм - түркүмләп импорт қилиниватқан сахта дориларниң африқа хәлқиниң саламәтликигә еғир тәһдит пәйда қиливатқанлиқини билдүргән.
2012-12-27
Бүгүн чиңхәй өлкиси тибәтләрниң өзини көйдүрүвелиш вәқәлириниң алдини елиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини чиңитидиғанлиқини елан қилди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чиңхәй гезитидә берилгән хәвәрдә даириләр бундин кейин кочиларда чарлаш сақчиси вә һәрбийләрни көпәйтидиғанлиқини, чәтәлликләрниң тибәт раһиблири мәркәзлик җайлашқан тоңрен райониға киришини чәкләш үчүн тәкшүрүш бекәтлири қуридиғанлиқини уқтурған.