Архип
2012-12-05
Хитайдин йөткәлгән қорал-ярақларни негирийигә експорт қилишқа ярдәм қилған бир әнглийилик қорал содигири 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
2012-12-05
Хитайниң йүннән өлкисидики бир көмүр канида газ партлаш вәқәси йүз берип 17 ишчи өлгән.
2012-12-05
Сәйшәнбә күни хитайниң гуаңдуң өлкисидә бир хитай ишчи кәм қалған мааши үчүн өч елип, өзи ишлигән бир ич кийим завутиға от қоюп 14 адәмни өлтүргән.
2012-12-04
Хитайниң һәрбий мәшиқ елип бериватқан бир айропилани, бүгүн йәни сәйшәнбә күни әтигәндә, гуаңдуңниң шәнту шәһиридики бир аилиләр бинасиға чүшүп кетип, 3 кишини яриландурған.
2012-12-04
Дуняниң һәрқайси җайлиридики 134 нәпәр нобел саһиби, хитай дөләт рәиси ши җинпиңға хәт йезип, бүгүн дуня бойичә түрмидә йетиватқан бирдин-бир нобел саһиби лю шавбони қоюп беришни вә униң аяли люшя үстидин йүргүзүлүватқан нәзәрбәндни бикар қилишни тәләп қилди.
2012-12-04
Америкида яшаватқан әма кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчениң җйәни йәни акисиниң оғли чен кегуйға өткән һәптә хитай соти тәрипидин 3 йил 3 айлиқ қамақ җазаси берилгән.
2012-12-04
Бүгүн шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири брюсселда йиғин ечип түркий, сүрийә вәзийитини музакирә қилди.
2012-12-04
Сүрийиниң муһим дөләт әрбаблири қатаридики, ташқи ишлар баянатчиси җиһад мақдиссиниң бирқанчә һәптидин бери ахбарат сәһнилиридә көрүнмәслики, униң нөвәттики сиясий мәйдани вә туруватқан орни һәққидә түрлүк пәрәз вә гуманларни пәйда қилди.
2012-12-03
Өткән һәптә хунән өлкисиниң йөяң шәһиридики уйғур тиҗарәтчиләр билән хитайлар арисида тоқунуш йүз бәргән. Хәвәрләрдә баян қилинишичә, тоқунуш яңақ меғизи сетиватқан бир уйғур тиҗарәтчи билән лин фамилилик бир хитай херидарниң өз-ара гәп уқушмаслиқидин келип чиққан.
2012-12-03
Уйғур аптоном районлуқ әдәбият сәнәтчиләр бирләшмисиниң рәиси, шинҗаң педагогика университетиниң сабиқ мудири профессор азад султан, түнүгүн чүштин кейин бейҗиң университетида лексийә сөзлигән.
2012-12-03
Хитайниң гуаңдуң өлкисиниң шәнту шәһәр лйәнтаң кәнтидики аһалиләрниң наразилиқ намайиши өткән һәптә кәнт аһалиләр комитети вә йезилиқ һөкүмәт алдида давам қилған иди.
2012-12-03
Бүгүн интернетта тарқалған бир син хәвиридин мәлум болушичә, йеқинда хитайдин америкиға қечип чиққан мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчең, хитай президенти ши җинпиңға қаритип сөз қилип, ши җинпиңни берма президенти тәнсинни үлгә елишқа чақирған.
2012-12-03
Америка кеңәш палата әзалири йеқинда японийә билән болған һәрбий һәмкарлиқи һәққидә бир қанун лайиһисини музакирә қилип тәстиқлиған. Мәзкур лайиһидә, америкиниң японийиниң сенкаку арилидики игилик һоқуқини етирап қилидиғанлиқини қайта тәкитлигән.
2012-12-02
Қазақистан һөкүмити һәр йили 1 - декабир күнини қазақистан җумһурийитиниң “тунҗи президенти хатирә күни” қилип бекитип, пүтүн мәмликәт бойичә байрамлиқ дәм елишқа қоюветишни бәлгилиди. Пәрғанә учур ториниң йезишичә, әнә шу қарар бойичә қазақистанлиқлар һәр йили 12 - айниң1 - күнини дөләт байрими сүпитидә хатириләйду һәмдә һөкүмәт органлири, завут - карханилар, мәктәпләр вә башқа барлиқ орунларниң пуқраларни бир күнлүк байрам өткүзүшкә қойиветиши шәрт.
2012-12-02
Мисир президенти муһәммәд морси тәрәпдарлири тәрипидин тәйярланған мисирниң йеңи асасий қануни 12 - айниң 15 - күни пүтүн мисир бойичә хәлқниң райини синашқа қоюлиду. 1 - Декабир күни елан қилинған бу қарар мунасивити билән пайтәхт қаһирәдә миңлиған хәлқ қоллаш дағдуғиси қилди.