Архип
2012-12-23
Хитай ташқи ишлар баянатчиси америка қошма штатлири дөләт мәҗлиси тәстиқлиған “2013 - йиллиқ хамчот йилида дөләт мудапиәсигә һоқуқ бериш қанун маддиси”ға наразилиқини ипадилиди.
2012-12-23
Афғанистанниң пайтәхти кабул шәһиридики икки чоң базарда йәкшәнбә күни от апити йүз берип, 600 дин артуқ дукан көйүп кәткән. Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пүтүнләй кийим - кечәк содиси қилинидиған мәзкур икки базарда шәнбә күни от апити башланған болуп, от апити йәкшәнбә күни чүшкичә давамлашқан.
2012-12-22
Тибәт аптоном райони һөкүмити лхасаниң қәдимий шәһәр мәркизини сақлап қелиш үчүн 1 милярд 200 милйон йүән мәбләғ аҗритип қурулуш башлиған.
2012-12-22
Уйғур елидә миллий тәңсизлик барғанчә еғирлишиватқанлиқи илгири сүриливатқан мәзгилдә уйғур елигә селиниватқан чәтәл мәблиғи бу йил киргәндин буян көрүнәрлик ешип, 396 милйон долларға йәткән.
2012-12-22
Сриланка сақчилири интернетта алдамчилиқ билән шуғулланған йүздин артуқ хитай пуқрасини қолға алди.
2012-12-21
Керийә наһийилик маарип идарисиниң “2012-йили керийә наһийисидики толуқ оттура мәктәпкә оқутқучи қобул қилиш елани” да қобул қилинидиған 36 нәпәр оқутқучиниң миллити хитай болуш тәләп қилинған шәрт, 10-декабир күни хитайдики аммиви тор бекәтлиридә көчүрүп бесилғандин кейин, тордашлар арисида наразилиқ қозғиған.
2012-12-21
20-Декабир күни хитайдики аммиви тор бекити шинлаң тор бекитидә үрүмчи-бейҗиң оттурисида қатнайдиған (т69、т70)пойизда бирму мусулман ашпәзниң йоқлуқи инкас қилинған, “пойиздики һалал тамақта пәқәт тәхсила һалал ” мавзулуқ бир язма тор бәтлиридә уйғур тордашлар арисида наразилиқ инкаслири қозғиған.
2012-12-21
Бүгүн 21-декабир мая календариниң ахирлашқан күни шундақла хәлқ арисида тарқалған “қиямәт қайим” ривайитидики “2012-йили 21-декабир заман ахири башлиниду” дейилгән күн.
2012-12-21
Мәркизи париждики“чеграсиз мухбирлар тәшкилати” бу йиллиқ доклатида һазирғичә түрмидә тутуп турулуватқан 200 мухбирниң йерими хитайда икәнликини билдүрди.
2012-12-21
Хитай иҗтимаий пәнләр тәтқиқат җәмийитиниң йеқинда елан қилған “2012-йиллиқ җәмийәт мулазимити көк ташлиқ китаби” дин ашкарилинишичә, хитайдики сәккиз чоң шәһәргә қарита елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидә хитайдики шәһәр пуқралиридин тәхминән 40% аһалә бихәтәрликини нәзәрдә тутуп кечиси талаға чиқмайдиғанлиқини билдүргән.
2012-12-20
19-Декабир күни камбоджада сиясий панаһлиқ тиләп туруватқан 20 уйғурниң хитайға қайтуруп берилгәнликигә 3 йил толди. Бу күн мунасивити билән дуня уйғур қурултийи мәхсус баянат елан қилип, камбоджа һөкүмитигә болған наразилиқини қайта тәкрарлиди.
2012-12-20
Чаршәнбә күни әнглийә ташқи ишлар әмәлдари һуго свайир хитайни тибәтликләр билән кишилик һоқуқ мәсилисидә диалог өткүзүп, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә тибәтләрниң өзини көйдүрүвелиш вәқәлиригә хатимә беришкә чақирди.
2012-12-20
5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин қолға елинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған гүлмирә имин вә мәмәтҗан абдулла 2012-йиллиқ хәлқара сөз әркинлики мукапатиға еришти.
2012-12-20
Хитай даирилири хитайдики “қудрәтлик илаһ” христиан тәшкилати әзалириға қаратқан тутқун қилиш һәрикитиниң даирисини кеңәйтти. Бүгүн хитай ахбарат васитилири һазирғичә бу тәшкилатқа әзалиридин 1000 кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилди.
2012-12-20
Бүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш секретари бан кимун 2012-йилини хуласиләш мунасивити билән мухбирларға бәргән баянатида, 2012-йилиниң дуня миқясида тоқунушлар көпәйгәнликини вә хәлқара қанунларниң дәпсәндә қилинғанлиқини билдүрди.