Архип
2012-10-06
Америка қошма штатлири 5 - өктәбирдики баянатида түркийә сүрийә қарита алған һәрбий һәрикәтни қоллайдиғанлиқини билдүрди.
2012-10-05
Хитайдин бу йил уйғур вә туңганларни өз ичигә алған 13 миң 800 мусулманниң һәҗ қилидиғанлиқи билдүрүлди. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң илгири сүрүшичә, тунҗи түркүмдики һәҗичиләр 25-сентәбирдин башлап йолға чиққан.
2012-10-05
Б д т хәвпсизлик кеңиши пәйшәнбә күни бирдәк қарар мақуллап, сүрийә қисимлириниң түркийигә қарашлиқ ақчи қәлә намлиқ бир базарни топқа тутқанлиқини вә 5 кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарғанлиқини тәнқид қилди.
2012-10-05
Тибәтлик тор язғучиси гудруп 4-өктәбир өзигә от қоюп көйдүрүш арқилиқ хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүргән.
2012-10-05
Франсийиниң даңлиқ кийим-кечәк ширкити задиг вә волтейр (Zadig & Voltaire) ширкитиниң хоҗайини террий гиллер, хитай саяһәтчилириниң бәк җедәлхор икәнликини илгири сүрүп, униң ширкити тәрипидин қурулған меһманханида хитай саяһәтчиләрниң қарши елинмайдиғанлиқини билдүргән.
2012-10-05
Бу йил 9-айда бу японийә “MITSUBISHI” вә “FUJI” ширкәтлири ишләпчиқарған аптомобилларниң хитайда сетилиши шиддәтлик чүшүп, 60% тин артуқ азайған.
2012-10-04
Америка муавин мудапиә министири аштон картер чаршәнбә күни қилған сөзидә, америкиниң асия тинч окяндики һәрбий күчини ашурушқа йетәрлик мәбләғ аҗритидиғанлиқини билдүрди.
2012-10-04
Пәйшәнбә күни йүннән өлкисиниң җенхе йезисида тағ ғулаш вәқәси йүз берип, йезидики бир башланғуч мәктәпни бесивалған.
2012-10-04
Бүгүн хитайға аит 7 һәрбий парахот японийиниң окинава вә мияко араллириға йеқин җайдики очуқ деңиз райониға киргән.
2012-10-04
Америкида чиқидиған нопузлуқ журналлардин “ташқи сиясәт” журнилида 2009-йили түрмигә ташланған уйғур журналист ғәйрәт нияз тонуштурулди.
2012-10-04
Чаршәнбә күни сүрийидин етилған бир зәмбирәк түркийиниң сүрийә чеграсиға йеқин акчакалә йезисиға чүшүп, 5 киши һаятидин айрилғандин кейин, түркийә армийисиму сүрийидики бир қисим нишанларға қайтурма зәрбә бәрди.
2012-10-03
“блумберг хәвәрләр тори” да көрситишичә, хитайниң ғәйрий санаәт саһәсидики өсүш нисбити бу айда 2011-йили марттин буянқи әң аҗиз һаләткә чүшүп қалған.
2012-10-03
Бир ай бурун хитай сақчилири тәрипидин бейҗиңда әрз қиливатқан йеридин тутуп келингән айгүл тохтиниң 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2012-10-03
Оригон штатидики шамал енергийә мәйданини сетивелиш содиси америка президенти обама тәрипидин бикар қилинған хитай ширкити обама үстидин сотқа әрз сунған болсиму, әмма мутәхәссисләр бу ширкәтниң утуп чиқалмайдиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
2012-10-03
2-Өктәбир 4 данә хитай парахоти японийә игидарчилиқидики сенкаку су тәвәликигә киргәндин кейин, японийә хитай һөкүмитигә етираз билдүрди.