Архип
2012-10-28
Хитайниң җеҗаң өлкисиниң ниңбо шәһириниң җенхәй базиридики ишчилар вә пуқраларниң химийә завутини кеңәйтишкә қарши намайишлири йәкшәнбә күни йәнә йеңи долқунға кирди.
2012-10-28
Бирманиң ғәрбий қисимдики мусулманлар билән буддистлар арисидики диний тоқунушлар нәтиҗисидә көп санда мусулманлар өлтүрүлгәнлики вә уларниң өй-маканлириниң көйдүрүлгәнлики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тәнқид қилинғандин кейин бирма һөкүмити бу әһвални етирап қилди.
2012-10-27
Хитай һөкүмәт даирилири биңтуән қораллиқ сақчи қисимлириниң дәриҗисини үстүрүп, мунтизим армийә қилип тәшкиллигәнликини елан қилди.
2012-10-27
Хитайниң җеҗяң өлкисидики бир қисим деһқанлар җүмә күни намайиш қилип өз районидики бири химийә завутиниң кеңийишигә қаршилиқ билдүрди.
2012-10-27
Җүмә күни гәнсуниң амучуху йезисида йәнә бир тибәтлик өзигә от қоюп хитайға наразилиқ билдүрди. Шуниң билән бу һәптә җәрянида шу хил усулда хитайға наразилиқ билдүргән тибәтләрниң санини бәшкә йәтти.
2012-10-26
Хитай компартийиси сиясий бюро әзаси, сабиқ чуңчиң шәһәрлик партком секретари бо шиләйниң хәлқ қурултийи вәкиллик салаһийити бикар қилинип, униң җинайи җавабкарлиққа тартилиш йолидики ахирқи тосалғу елип ташланған.
2012-10-26
Америка пайтәхти вашингтонниң әтрапидики штатларға олтурушлуқ уйғурлар қурбан һейтлиқ намизини җүмә күни әтигән, вирҗинийә штатиниң фәйрфәкс наһийисидики бир орунда топлишип оқуди.
2012-10-26
Америкиниң атақлиқ гезитлиридин “ню-йорк вақит гезити” ниң ашкарилишичә, хитай баш министири вен җябавниң аилә тавабиати у баш министирлиқ вәзиписигә олтуруп һоқуқ сориғандин буян, 2 милярд 700 милйон долларлиқ мал-мүлүккә еришип, қаттиқ бейип кәткән.
2012-10-26
Йеқинда қирғизистанниң” талдибулақ” намлиқ алтун кенида алтун қезиватқан хитайлар билән йәрлик қирғиз аммиси арисида тоқунуш йүз берип, нурғун қирғиз пуқраси яриланған.
2012-10-25
Хитай даирилири қош тил маарипини уйғурлар зич олтурақлашқан наһийә-базарларда омумлаштурушқа алаһидә җиддий қаримақта.
2012-10-25
Мәркизи нюйорктики “кишилик һоқуқ биринчи тәшкилати” бу йиллиқ кишилик һоқуқ мукапатини хитай кишилик һоқуқ актипи чен гуаңчиңға бәрди.
2012-10-25
Хитай даирилири уйғур елидики диний затлардин өмәк тәшкилләп чәтәлгә зиярәткә апарған.
2012-10-25
Қирғизистандики хитай ишчилар билән қирғизлар арисида чоң көләмлик тоқунуш келип чиққан.
2012-10-25
Франсийә парламенти алдинқи күни 1962-йили мустәқиллиқ үчүн намайиш қилған алҗирийиликләрниң қирғин қилинишида һөкүмәтниң мәсулийити барлиқини тонуш йолидики зор бир қәдәмни атти. Франсийә парламенти түнүгүн, 168 гә қарши 174 аваз билән франсуз һөкүмитиниң алҗирийә вәқәсидики җавабкарлиқини парламент қарари арқилиқ бекитиш тәклип лайиһисини қобул қилди.
2012-10-24
Хитай компартийисиниң 18-қурултийи йетип келиш алдида турған мәзгилдә бир юқири дәриҗилик хитай әмәлдари уйғур елидә муқимлиқ намидики бастуруш даирисини кеңәйтиш һәққидә шәпә бәргән.