Архип
2012-10-24
Гәнсуда өзигә от қоюп хитайға наразилиқ билдүргән бир тибәтлик сәйшәнбә күни һаятидин айрилған. Бу гәнсу өлкиси саңчу наһийисигә җайлашқан лабраң ибадәтханиси тәвәликидә икки күч ичидә йүз бәргән иккинчи қетимлиқ өзигә от қоюп қаршилиқ көрситиш һәрикити.
2012-10-24
Камбоджа даирилири мәрһум падишаһиға биһөрмәтлик қилған хитай аял содигәрни камбоджадин қоғлап чиқарди.
2012-10-24
24-Өктәбир җәнубий деңизда вәзипә өтәватқан америка деңиз армийисиниң уруш парахотлири филиппинлиқ бәш белиқчини қутқузувалди.
2012-10-23
Америка демократлар президент намзати барак обама билән җумһурийәтчиләр намзати мит ромней, сәйшәнбә күни кәчтә 3-қетим бәс-муназирә елип берип, оттура шәрқ, әрәб баһари, иран мәсилиси, исраилийә, хитай қатарлиқ дөләтләр билән болған мунасивәтни талаш-тартиш қилди.
2012-10-23
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, шаңхәй төмүр йол идариси дүшәнбә күни бәлгилимә чиқирип, буниңдин кейин шаңхәйдин уйғур или, тибәт вә бейҗиңға қатнайдиған учқур, тез сүрәтлик вә нормал пойиз беләтлириниң йолучиларниң кимлик исми билән сетилидиғанлиқини елан қилған.
2012-10-23
Хоңкоң ахбарат васитилириниң “җуңго кишилик һоқуқ, демократийә учур мәркизи” дин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, бир уйғур корла шәһиридики бир сақчи понкитиға һуҗум қилип кирип, хитай сақчилар билән тоқунушқан вә бир сақчини яриландурған.
2012-10-23
Уйғур боскчилиқиниң бәрпачиси, атақлиқ бокс мәшқавули, “шинҗаң бокс һәрикитини башқуруш мәркизи” ниң башлиқи абликим абдурешит сәйшәнбә күни вапат болуп, уйғур бокс һәйранлирини еғир мусибәт вә чоңқур қайғуға салған.
2012-10-23
22-Өктәбир, гәнсуниң тибәтләр олтурушлуқ гәннән аптоном областида йәнә бир тибәт өзини көйдүрүп, хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүргән.
2012-10-22
Хитайда бир түркүм тор әзалири хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт йезип, чуңчиң шәһириниң сабиқ партком секретари бо шиләйниң вәзиписидин қалдурулушиға наразилиқ билдүргән.
2012-10-22
Өткән һәптә хитай пуқраси болған бир қурулуш ишчиси, негирийидә қораллиқ һуҗумға учрап өлгән иди.
2012-10-22
Уйғур аптоном районлуқ партком ишханиси йеқинда мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп, һәрқайси идарә-орган, завут-кархана во сода ширкәтлирини, адәттә партийә вә хәлқниң тили дәп тәрипләватқан шинҗаң гезитигә муштәри болушқа чақирған.
2012-10-22
Уйғур аптоном райони алдинқи күни уқтуруш чиқирип, қурбан һейт мәзгилидә кичик типтики аптомобиллардин йол йүрүш һәққи елинмайдиғанлиқини уқтурған.
2012-10-22
Мушу айниң 18-күни үрүмчидә аптоном районлуқ 16-қетимлиқ хәлқ ишлири йиғини ечилған. Йиғинда партком секретари җаң чүншйән билән тәйинләнгән рәис нур бәкри сөз қилип, хәлқ турмушини яхшилаш һәққидә бир қатар чақириқ вә тәшәббусларни оттуриға қойған.
2012-10-21
Җәнубий корейә қораллиқ күчлириниң баш қоманданлиқ штаби өз армийисиниң 22 -өктәбир күни әң юқири уруш һалитигә киргәнликини билдүрди.
2012-10-21
Җүмә күни хитай деңиз армийисиниң шәрқий деңиз пилоти вә деңиз назарәт оргини қатарлиқ орунлар һәрбий маневир өткүзди.