Архип
2012-03-31
Уйғур ели даирилири 2004 - йилдин буян “оқуғучи мәнбәси аз” дегән сәвәбләр билән тақилип кәткән бир қисим йеза мәктәплирини қайта әслигә кәлтүридиғанлиқини билдүргән болсиму, “қош тил оқутуши аҗиз” дәп қаралған бәзи җайларда ятақлиқ мәктәпләрни йәнә көпәйтидиғанлиқини билдүрди.
2012-03-31
Тибәт тәшкилатлириниң билдүрүшичә, сичүәнниң тибәт районида җүмә күни йәнә икки тибәтлик өзигә от қоюп, хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүргән. Буларниң ичидә бири өлгән болуп, йәнә бирини хитай сақчилири елип кәткән.
2012-03-31
Японийидики тор бихәтәрлики ширкити : трәнд микро җүмә күни доклат елан қилип, хитай торбузарлириниң һиндистан, японийиләргә қаритилған “тор җасуслуқ” һәрикити елип барғанлиқини билдүрди.
2012-03-31
Америка мәркизи қоманданлиқ штабиниң башлиқи генерал җәймис маттис шәнбә күни таҗикистан президенти имамәли рәһман билән сөһбәт өткүзди.
2012-03-30
Америка кеңәш палатаси пәйшәнбә күни палата әзаларниң бирдәк қошулуши билән тибәт һәққидә қарар лайиһиси мақуллап, хитай һөкүмитини тибәттики бастуруш сияситигә хатимә беришкә чақирди.
2012-03-30
Җүмә күни дарамсалада нәччә миң кишилик мурасим өткүзүлүп, өткән дүшәнбә күни өзигә от қоюп хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүргән тибәтлик яш җамфел йешини дәпнә қилған. Лекин җамфел йеши дәпнә қилинған шу күни сичүәнниң аба районида йәнә икки тибәт раһиб өзигә от қоюп, хитайға наразилиқ билдүргән.
2012-03-30
Хитай һөкүмити җүмә күни сүрийә өктичи күчлирини һөкүмәт күчлиригә қарши һуҗумни тохтитишқа чақирип, сүрийә президенти башар әсәдниң чақириқиға җор болди.
2012-03-30
Уйғур аптоном районлуқ нахша-усул ансамбили уйғур сәнәт әтрити 28-март америкидики оюн қоюш паалийитини ахирлаштуруп, үрүмчигә қайтип барған.
2012-03-30
Әнглийә “таймиз” гезити хәвәр елан қилип, әнглийилик содигәр хәйвудниң өлүми хитай компартийиси юқири қатлимидики һоқуқ көрүши билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди. Әнглийилик содигәр хәйвудниң сабиқ чуңчиң шәһәрлик партком секретари, компартийә сиясий бюро әзаси бө шиләй билән йеқин ағинидарчилиқ мунасивити барлиқи қәйт қилинған иди.
2012-03-29
Уйғур районлуқ қатнаш-транспорт назарити бу йил ичидә хитай өлкилиридин келидиған бир йерим милйон аққун ишчини күтүвелишқа тәйярлиқ көрмәктә.
2012-03-29
Тез тәрәққий қиливатқан 5 дөләт башлиқлири йиғини пәйшәнбә күни һиндистанда башланди.
2012-03-29
Японийә хәвәр агентлиқлири шималий корийә һөкүмитигә йеқин ишәнчлик мәнбәдин еришкән учурға асасән шималий корийиниң синақ қилмақчи болған ракетасиға йеқилғу қойғанлиқини, ракетаниң алдимиздики айниң 12-13 күнлири қоюп берилиши мумкинликини хәвәр қилди.
2012-03-29
Америка алий мәктәпкә оқуғучи қобул қилиш ишханиси алий мәктәп имтиһанида сахтипәзлик қилишниң алдини елиш үчүн бир қатар йеңи тәдбирләрни йолға қоюшқа мәҗбур болди.
2012-03-29
Хитай даирилири 2012-йилида уйғур елиниң байлиқлирини ечиш қәдимини тезлитиш үчүн җиддий һәрикәт қилмақта.
2012-03-28
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай даирилири 3-айниң 24-күни, чоң қуруқлуқта аҗиз милләтләрни вә аиливи диний тәшкилатларни қоғдаш қанун мулазимити билән шуғулланған адвокат гав җичеңниң һазир шаярдики түрмидә икәнликини ашкарилиди вә униң туғқанлириға шаярға берип мәһбус йоқлашқа болидиғанлиқини уқтурди.