Архип
2012-03-15
Хитай даирилири 2012-йили уйғур елигә 724 милярд йүән мәбләғ салидиғанлиқини елан қилди. Игилинишичә, бу мәбләғ мәркәзгә биваситә қарашлиқ болған дөләт игидарчилиқидики карханилар гуруһи тәрипидин уйғур елиниң көмүрчилик, химийә санаәт вә електр енергийиси саһәсидики қурулуш түрлиригә селинидикән.
2012-03-15
Хитайниң филиппиндики әлчиси ма кечиң келәр ай америка билән филиппинниң җәнубий деңиз қирғақлиридики палаван вә лузун араллирида елип баридиған һәрбий маневириға қарита көз қаришини билдүрүп, “бир дөләтниң йәнә бир дөләт билән һәрбий мунасивәт орнитиши өзиниң ички мәсилиси.
2012-03-15
Бүгүн 27 дөләттики 200 гә йеқин кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм тәшкилатлири бирләшмә баянат елан қилип, русийә вә хитайни сүрийидики қирғинчилиқни тохтитишқа тосалғу болмаслиққа чақирди.
2012-03-15
Уйғур аптоном райони рәиси нур бәкри чаршәнбә күни мухбирларға қилған сөзидә, 2011-йилида һәрқайси өлкиләрниң ғәмхорлуқи астида хәлқ турмушида зор илгириләшләрниң барлиққа кәлгәнликини илгири сүргән.
2012-03-14
Хоңкоңда чиқидиған “миңбав гезити” ниң баян қилишичә, қәшқәр айродроминиң бихәтәрлик тәкшүрүш орни 3-айниң 12-күни чүштин кейин, үрүмчигә баридиған йолучиларниң йүк-тақлири ичидә икки пай оқ барлиқини байқиғандин кейин, хитай даирилири бу һадисидин пайпетәк болушуп кәткән.
2012-03-14
Хитай хәлқ қурултийиниң чоң йиғини йепилидиған вақитта, йиллардин буян мақулланмай келиватқан “җинайи ишлар әрз -шикайәт қануни” ниң түзитилгән лайиһиси мақулланған.
2012-03-14
Франсийә президенти саркози чаршәнбә күни явропа 1 радио истансиси арқилиқ елан қилған баянатида, сүрийә рәһбири бәшар әсәдниң һазир қиливатқини қатиллиқ җинайәт, у хәлқара сотқа тапшурулиду дәп җакарлиди.
2012-03-14
Америка һөкүмити йеқинда, сийрәк топа мәсилисидә хитай үстидин дуня сода тәшкилатиға әрз сунушни қарар қилди.
2012-03-14
Хитай баш министири вен җябав бүгүн хәлқ қурултийи аяғлашқанда өткүзүлгән мухбирлар йиғинида, коммунист партийиниң 11-қурултийи 3-омуми йиғинида тикләнгән мәдәнийәт инқилабини инкар қилидиған идийиви сәпни тәкитлиди.
2012-03-13
Радиомиз игилигән учурлардин һәм дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит тәминлигән учурлардин мәлум болушичә, 8-март корлиниң товурчи йезида йүз бәргән 4 нәпәр уйғур пидаий хитай сақчилири билән елишип өлгән вәқәдин кейин, даириләр корлида кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикити елип барған.
2012-03-13
12-Март интернет әркинлики күни мунасивити билән хәлқара мәтбуатларда елан қилинған хәвәрләрдә, хитайда давамлишиватқан кишилик һоқуқ актиплириниң тор бекәтлириниң тақиветилиши вә хитай пуқралириниң интернет әркинликиниң еғир чәклимигә учраватқанлиқи тәнқидләнди.
2012-03-13
Узун бир мәзгил чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилмиған илһам тохти әпәнди, 13-март күни радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң йеқинқи бир нәччә ай ичидә, болупму өткән һәптә бейҗиңда ечилған икки йиғин мәзгилидә сөз-һәрикәтлиригә чәклимә қоюлуп, бейҗиң шәһиридин айрилишқа рухсәт қилинмиғанлиқини һәм өйидики интернет алақисиниң бир һәптә үзүп қоюлуп, йиғин аяғлашқандин кейин йәни 13-март күни әслигә кәлгәнликини билдүрди.
2012-03-13
13-Март күни хитай ташқи ишлар баянатчиси лю миң, берма һөкүмәт армийисиниң бу йил 12-январ күни хитайниң йүннән чеграсидин кирип, бир нәпәр хитай пуқрасини етип өлтүргәнликини ашкарилиди.
2012-03-13
Хитай күндилик хәвәрлири гезитиниң инглизчә саниниң 13-март күнидики хәвиридә, уйғур аптоном райони қораллиқ сақчи қисимлириниң офитсери ху шявчинниң бейҗиңдики икки йиғин мәзгилидә қилған сөзидә, йеқиндин буян уйғур елидә йүз бәргән вәқәләргә етник мәсилиләр сәвәб болмиғанлиқини, буниң чәтәлләрдики бөлгүнчи күчләр тәрипидин етник мәсилигә айландурулуватқанлиқини тәкитлигәнлики илгири сүрүлди.
2012-03-12
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлар назаритиниң ашкарилишичә, 9-март хотәнниң лоп наһийисидә йүз бәргән йәр тәврәш хотән, қәшқәр, ақсу қатарлиқ вилайәтләрдики16 наһийигә тәсир көрситип, апәткә учриғанларниң сани 140 миңдин ашқан. 140 Миңдин артуқ адәм апәткә учриған.