Архип
2012-06-14
Хотәндә йәрлик даириләр муқимлиқ баһанисидә аммиға һәрхил тәһдитләрни селиватқан мәзгилдә уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән уйғур елидә җәмийәтниң “муқим” икәнликини илгири сүрди.
2012-06-14
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай рәис ху җинтавниң данийидә зиярити башлиништин илгири баянат елан қилип, данийә һөкүмитини хитай рәис ху җинтавға хәлқара қорал содисини чәкләштә ойнаватқан сәлбий роли тоғрулуқ бесим ишлитишкә чақирди.
2012-06-14
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю веймин бүгүн әнглийини икки дөләт мунасивитигә соғуқчилиқ селиш билән әйибләп: әнглийә хитайниң шунчә наразилиқиға қаримай, далай ламани қобул қилди. Икки дөләт мунасивитиниң бузулушиға пүтүнләй әнглийә мәсул, деди.
2012-06-14
Б д т тәрипидин сүрийигә әвәтилгән көзәткүчиләр бүгүн ахири хафифә базириға киргән. Көзәткүчиләр бир һәптидин буян һөкүмәт күчлири тәрипидин бомбардиман қилиниватқан хафифәгә киргәндә базар қуруқдилип қалған икән.
2012-06-13
Хитай өлкилири нишанлиқ ярдәм бериш дегән нам астида һазир ғулҗида өткүзүватқан асасий қатлам әдәбият сәнәт көрикидә, ғулҗиниң йәрлик сәнәт номурлири чәткә қеқилишқа башлиди.
2012-06-13
Бирләшмә агентлиқиниң әнқәрәдин баян қилишичә, сүрийидики қораллиқ тоқунушлар һазир барғансери җиддийлишиватиду.
2012-06-13
Бирләшмә агентлиқиниң йеңи деһлидин баян қилишичә, һиндистан сақчилири 6 айниң 13-күни һиндистанниң шимал тәрипидики һемачал районида, далай лама туруватқан җайға 100 километир йеқинла п кәлгән сәккиз хитайни қолға алди.
2012-06-13
Бирләшмә агентлиқиниң җәнвәдин баян қилишичә, бирмида әркинлик, демократийә үчүн узун йил күрәш қилип, ахир 66 йешида сайлам арқилиқ бирма парламентидин орун алған вә окисфорт университетиниң пәхри докторлуқ унваниға еришкән аңсән суҗи ханим бүгүн, бармиғили узун йиллар болған явропани қайтидин зиярәт қилғили маңди.
2012-06-13
Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, хитайниң сабиқ уйғур аптоном район рәиси, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң муавин мудири, мәшһур шаир, хәттат, рәссам төмүр давамәт көргәзмиси сәйшәнбә күни б д т бинасида ечилған.
2012-06-12
Уйғур елидики көзгә көрүнгән, уйғур пәлсәпә тәтқиқатчиси ярмуһәммәд таһир туғлуқ 6-айниң10-күни кесәл сәвәбидин үрүмчи шәһиридики дохтурханида вапат болған.
2012-06-12
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң баянатчиси викторийә нуланд дүшәнбә күни бәргән баянатида америкиниң хитайниң пиланлиқ туғут сиясити вә шуниң билән биргә мәҗбури бала чүшүрүш вә туғмас қиливетиш сияситигә қәтий қарши икәнликини һәм бу наразилиқини америка-хитай арисидики учришишларда даим оттуриға қоюп кәлгәнликини тәкитлиди.
2012-06-12
Сәйшәнбә күни уйғур районлуқ маарип назарити, уйғур районлуқ әмгәк күчи мәнбәси вә иҗтимаий капаләт назарити бирликтә уқтуруш чиқирип 2012-йиллиқ уйғур елидики қош тил алаһидә иш орниға вә йеза қош тил йәслилиригә пүтүн хитай миқяси бойичә оқутқучи қобул қилидиғанлиқини җакарлиди.
2012-06-12
Хитайдики бир дини ишлар йиғиниға қатнишиш үчүн визиға илтимас қилған сабиқ норвегийә баш министири кеҗәл бондовеккә хитай даирилири виза беришни рәт қилди.
2012-06-12
Сүрийилик өктичиләр баянат елан қилип, сүрийә хәлқиниң достлирини русийигә қарши тинчлиқ намайиши өткүзүшкә вә бу арқилиқ русийиниң сүрийә һөкүмитини қоллиғанлиқини әйибләшкә чақирди.
2012-06-11
Хитай мустәқил қәләмкәшләр җәмийити 9-июн күни хоңкоң университетида мукапатлаш мурасими өткүзгән.