Архип
2012-07-02
5-Июл вәқәсиниң 3 йиллиқини хатириләш үчүн, бүгүн америка уйғур бирләшмиси намайиш уюштурди. Намайиш хитайниң вашингтондики баш әлчиханисиниң алдида өткүзүлди.
2012-07-02
Хитайниң сичүән өлкиси шифаң шәһиридики бир қисим аһалиләр өткән һәптә намайиш қилип, өз тәвәликидә қурулмақчи болған бир мис кан пиланиға қаршилиқ билдүргән.
2012-07-02
Дуня уйғур қурултийи хотән айропилан вәқәсигә четишлиқ икки гумандарниң аридин икки күн өткәндә дохтурханида өлгәнлик хәвиригә қарита инкас қайтурди.
2012-07-02
Сүрийидә давамлишиватқан тоқунушни тохтитип, қан еқишниң алдини елишни мәқсәт қилған дуня рәһбәрлири алдинқи күни җәнвәдә йиғин өткүзүп сүрийидә вақитлиқ һөкүмәт тәсис қилиш һәққидә лайиһә оттуриға қойған; лайиһә б д т бихәтәрлик кеңишиниң тәстиқидин өткән иди.
2012-07-02
Филиппин президенти бәнигно акино хитай билән талаш-тартиш қиливатқан деңиз тәвәликини назарәт қилиш үчүн америкидин җасуслуқ айропилани тәләп қилидиғанлиқини ашкарилиған.
2012-07-01
1 - Июл күни хоңкоңниң хитай қойниға қайтип кәлгәнликиниң 15 йиллиқи мунасивити билән хитай рәиси ху җинтав хоңкоңни зиярәт қилип, хоңкоң мәмурий һөкүмитиниң рәһбәрлириниң қәсәмядини қобул қилиш мурасимлириға қатншиш җәрянида хоңкоңда кәң көләмлик намайиш йүз бәрди.
2012-07-01
1 - Июл күни ветнам пайтәхти ханойда 200 дин артуқ адәм наразилиқ намайиши өткүзүп, хитайниң җәнубий деңиз сияситигә қаршилиқ билдүрди. Б б с агентлиқиниң йезишичә, наразилиқ билдүргүчи намайишчилар түрлүк хитайға қарши пилакатларни көтүрүп, хитайниң ханойдики әлчиханиси алдиға қарап маңғанда сақчилар тәрипидин тосуп қоюлди. Мундақ хилдики наразилиқ намайиши өткән йили җәнубий деңиздики аралларниң игилик һоқуқи мәсилиси җиддийләшкәндин кейин давамлиқ йүзбәргән иди.
2012-07-01
Хитайниң уйғур елидики коммунистик партийә даирилири 1 - июл күни пүтүн уйғур ели миқясидики коммунистик партийә әзалириниң 1 милйон 366 миңға йәткүзүлгәнлики вә аз санлиқ милләтләрдин келип чиққан партийә әзалириниң саниниң тез көпәйгәнликини елан қилди.
2012-07-01
Русийә башчилиқидики қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, өзбекистан, беларусийә, әрмәнистан қатарлиқ 7 дөләттин тәркип тапқан коллектип хәвпсизлик тәшкилати өзбекистанниң бу тәшкилаттин рәсмий чиқип кетидиғанлиқини билдүрүп нота тапшурғанлиқини ашкарилиди.