Архип
2012-08-31
Йеқинда хитай өлкисидә оқуватқан бир оқуғучи микро блогда қәшқәр вогзалидики тәкшүргүчиләрниң униң қолидики кимликниң хитай өлкисидин тарқитилғанлиқини билгәндин кейин, униң йенида елип йүридиған компютерини алаһидә тәкшүргәнликини баян қилип наразилиқини ипадилигән.
2012-08-31
Йеқинда уйғур аптоном районлуқ маарип назарити уқтуруш чүшүрүп, бу йил қобул қилинидиған 17 миң нәпәр қош тил оқутқучисиниң аввал бәлгиләнгән мәктәпләрдә мулазимәт қилғандин кейин, рәсмий оқутқучилиққа қобул қилинидиғанлиқини билдүргән.
2012-08-31
Японийә деңиз тәвәликини қоғдаш назарити йеқинда сенкако арили һәққидә қарар елип, келәр йили 4-айдин башлап, сенкако арилида арални қоғдаш қошуни турғузидиғанлиқини билдүргән.
2012-08-31
26-Авғуст шәнши өлкисидики аптомобил қазасида кариватлиқ аптобустики 39 нәпәр йолучидин 36 адәмниң өлүши, хитайдики йолучиларда қатнаш бихәтәрликигә болған вәһимини күчәйтивәткән.
2012-08-31
Клинтон ханимниң 30-авғуст башлиған зиярити 11 күн давамлишидиған болуп, клинтон ханимниң бу җәрянда тинч окяндики кук тақим араллири, һиндонезийә, хитай, шәрқий тимур, бруней, русийә қатарлиқ 6 дөләттә зиярәттә болидиғанлиқи мәтбуатларниң қизиқ темисиға айланди.
2012-08-30
Хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә дуня уйғур қурултийи 29-авғуст дуня ядро синақлириға қарши туруш күни мунасивити билән ортақ баянат елан қилип, хәлқара җамаәтни хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
2012-08-30
Бүгүн берма һөкүмити бермиға кириши чәкләнгән 2082 кишиниң қара тизимликтин өчүрүлгәнликини җакарлиди. Бу, сиясий түзүлмисини юмшитишқа қарап маңған берма һөкүмити ташлиған йәнә бир ислаһат қәдими болуп һесаблиниду.
2012-08-30
Бүгүн сүргүндики тибәт һөкүмити баянат елан қилип, хәлқара җамаәтниң тибәтләрниң өзини көйдүрүвелиш вәқәсигә алаһидә диққәт қилишни мураҗиәт қилди.
2012-08-30
Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң муавин президент намзати паул райин чаршәнбә күни ахшам җумһурийәтчиләр партийисиниң қурултийида рәсмий намзатлиқни қобул қилди.
2012-08-30
Хитай һөкүмити 2-сентәбир күни ечилидиған 2-нөвәтлик явро-асия йәрмәнкиси башлиниш алдида, үрүмчи вә униң әтрапидики шәһәрләрдики бихәтәрлик тәдбирлирини илгириләп чиңитқан.
2012-08-29
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, һелари клинтон 4- вә 5-сентәбир күнлири бейҗиңни зиярәт қилғанда хитай билән қошна әлләр арисидики җәнубий деңиз вә сенкаку араллириниң игилик һоқуқи пәйда қилған ихтилап вә тибәтни өз ичигә алған кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә сөзлишип, хитайни аралларниң игилик һоқуқ мәсилисини қорал күчигә тайинип һәл қилишқа қарши икәнлики һәққидә агаһландуридикән.
2012-08-29
Санҗидики хуңшиң намлиқ бир көмүр кенида сәйшәнбә күни һадисә йүз берип, 6 адәм өлгән, 6 адәм яриланған. Һадисә йүз бәргән кан тудунхабада болуп, санҗи шәһиригә 70 километир келиду.
2012-08-29
Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң флорида штатида чақирилған мәмликәтлик қурултийи сәйшәнбә күни мақуллиған партийә низамнамисидә хитай тәнқид қилинған.
2012-08-29
Германийә йешиллар партийисиниң рәиси клавдийә рус, германийә баш министири меркилниң хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини музакирә қилишини тәләп қилған.
2012-08-29
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу б д т ға чақириқ қилип, сүрийә земини ичидә мусапирлар лагери қуруп, сүрийә мусапирлириниң давамлиқ түркийигә еқип киришиниң алдини елишни тәләп қилған.