Архип
2012-09-30
Америка әскәрлири ирақтин чиқип кәткәндин кейин бир мәһәл тинч өткән ирақта йәнә партлашлар мәйданға кәлди. Йәкшәнбә күни ирақниң шиә мусулманлири районида партлаш йүз берип, коп санда адәм өлгән. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күнидики бир қанчә җайда йүзбәргән партлашларда кәм дегәндә 32 адәм өлгән.
2012-09-30
Америка президенти сайлими йетип келиш алдида туриватқан бу күнләрдә америкида сайлам паалийәтлири күчәймәктә. Шәнбә америка президент намзати вә һазирқи президент барак обама шәнбә күни нутуқ сөзләп, асаслиқи иқтисадий мәсилиләр һәққидә тохталған. Җумһурийәтчиләрдин келип чиққан президент намзити ромнейму нутуқ сөзләп, қандақ қилғанда техиму қудрәтлик америка қуруп чиқиш мумкинликини дәлиллигән. Новәттә, бу икки намзат нәқ мәйдан муназириси өткүзүшкә тәйярлиқ қилмақта. Мәзкур муназирә президент сайлимидики әң муһим вә әһмийәтлик паалийәт һесаблиниду.
2012-09-30
Йәкшәнбә күни түркийиниң һакимийәт йүргүзүватқан партийә адаләт вә тәрәққият партийисиниң қурултийида сөз қилған баш министир тайип әрдоған түркийиниң демократик тәрәққият модели һәққидә тохталғанда, түркийиниң демократик тәрәққиятиға юқири баһа бәргән. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әрдоған сөзидә он йил ичидә түркийиниң райондики күч дөләткә айланғалиқи, иқтисадий җәһәттин тез тәрәққи қилғанлиқини көрсәткән.
2012-09-29
Америкида чиқидиған дов җонес хәвәрләр торида көрситишичә, хитай дөләт игидарлиқидики нефит гуруһи - җуңго нефит химийә ширкити уйғур елидики бәзи нефит вә тәбиий газлиқларға чәтәл ширкәтлирини мәбләғ селишқа тәклип қилмақта икән.
2012-09-29
28 - Сентәбир америка президенти обама бир хитай ширкитиниң америка оригон штатиға җайлашқан шамал енергийә мәйданини өткүзүвелишиға қарши чиқип, сетивелиш тохтамини бикар қилған.
2012-09-29
Мусулманларға қарши филим ишләп пүтүн дуня миқясидики мусулманларниң ғәзипини қозғиған калифорнийилик филим ишлигүчи пәйшәнбә күни түрмигә ташланди.
2012-09-28
Хитай компартийиси сабиқ чуңчиң шәһәрлик партком секретари, сиясий бюро әзаси бо шиләйниң партийидин қоғлап чиқилғанлиқи вә җинайи җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини елан қилди.
2012-09-28
Хитай компартийиси мәркизи комитет сиясий бюроси җүмә күни йиғин чақирип, компартийә 18-қурултийини 8-ноябир күни чақиришни оттуриға қойған.
2012-09-28
Хитай өктичи язғучиси йү җйе пәйшәнбә күни уйғур мәсилиси һәққидә пикир билдүрүп, “шинҗаң мәсилиси” ниң тибәткә қариғанда кәлгүсидики әһвали наһайити мүшкүл болидиғанлиқи, буниңдики сәвәб уйғур илидики хитай көчмәнлириниң икәнликини билдүрди.
2012-09-28
Хитай билән японийә вәкиллири пәйшәнбә күни б д т омуми йиғинида нөвәт билән сөзгә чиқип, сенкаку яки дявйү арилиниң игилик һоқуқ мәсилисидә бир-бири билән қаттиқ законлашти.
2012-09-28
Тибәт сүргүндә һөкүмитиниң баш министири лобсаң сангай дуня җамаәтчиликигә хитаб қилип, хитайға бесим ишлитишни, тибәтниң кишилик һоқуқиға ярдәм қилишқа чақирди.
2012-09-27
Хитайниң тәшвиқат даирилири уйғур ели миқясида “улуғ вәтәнни қизғин сөйүп, гүзәл юрт бәрпа қилиш” һәрикитини йолға қойғандин бери, һәрқайси билим юртлиридики вәтәнпәрвәрлик өгинишлириниң салмиқи ашурулған.
2012-09-27
Японийиниң һейваду сода сарайлар зәнҗири хитайда ачқан 3 сода сарай өткән һәптиләрдә йүз бәргән японға қарши наразилиқ намайишларда намайишчиларниң һуҗумиға учрап, 6 йерим милйон долларға йеқин зиян тартқан.
2012-09-27
Бүгүн америка дөләт мәҗлисидики бир қисим әзалар бирликтә баянат елан қилип, барак обама һөкүмитидин хитайниң қуяш ениргийә тахтилириға қоюлидиған баҗниң түрлирини ашурушни тәләп қилди. Улар хетидә, йеқинда америка сода министирлиқи тәрипидин чиқирилған, импорт қилинған батарийә ишлитилгән қуяш ениргийә тахтилириға баҗни 30 пирсәнт төвәнлитиш қарарини тәнқид қилип, буниң хитайдики қуяш ениргийә тахтиси ишләпчиқиридиған шеркәтләрниң өзи қураштурған батарийиләрни чәтәлдин киргүзгән дәп көрситишгә вә бу арқилиқ баҗдин өзини қачурушиға йол ечип беридиғанлиқини билдүрди.
2012-09-27
Хитай соти бүгүн өктичи сәнәткар әй вейвейниң наразилиқ әрзини рәт қилди. Әй вейвей бейҗиң даирилири тәрипидин баҗ қачуруш билән әйибләнгәндин кейин, униңға 2 милйон 400 миң доллар җәриманә қоюлған иди. Әмма бүгүн униң қарарға етираз билдүрүп, юқири сотқа йоллиған ахирқи қетимлиқ әрзиму рәт қилинған.