Архип
2013-02-06
Һиндистан дөләт мудапиә министири хитайниң пакистанға җайлашқан муһим истратегийилик әһмийәткә игә гвадар портини башқуруштики ролиға йеқиндин диққәт қилидиғанлиқини билдүрди.
2013-02-06
“вал стрит журнал гезити” ниң игиси руперт мурдакниң чаршәнбә күни билдүрүшичә, мәзкур гезиткә хитайдин келидиған тор һуҗуми техи өксүмигән.
2013-02-05
Радиомизға инкас қилған уйғурларниң билдүрүшичә, йеқиндин буян арман ширкитиниң бир қисим сода дуканлириниң көлими әслидикидин тарийип, дуканда сетиливатқан йемәклик түрлириниң азийиши, арман ширкитиниң дуканлирида ишләватқан уйғурларниң қисқартилиши қатарлиқ әһваллар үрүмчидики уйғурларниң диққитини қозғиған.
2013-02-05
Хитайниң шәрқий деңизда чарлаш елип баридиған “җяңвей” намлиқ һәрбий парахоти 30-январ күни әтигән саәт 10 лар әтрапида 3 километир арилиқтин японийә деңиз қоғдиғучи әтритиниң “шили” намлиқ парахотиға радарни контрол қилиш топи атқан.
2013-02-05
Уйғур америка бирләшмиси 5-феврал күни тор бекитидә “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 16 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин 1997-йили 5-феврал ғулҗа намайишини қанлиқ бастурғанлиқини чүшәндүрүшни тәләп қилди.
2013-02-04
Икки күндин буян хәлқарадики даңлиқ мәтбуатларда, хитай мәркизи милләтләр университетиниң уйғур миллитидин болған дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң, америкиниң индиана университетиға келиш сәпиридин зорлуқ билән тосуп қелинғанлиқи хәвәр қилинмақта.
2013-02-04
Йүннән өлкиси күнмиң шәһири пучең базиридики йеридин айрилған явзу деһқанлири 2-феврал күни базарлиқ һөкүмәт алдида наразилиқ билдүрүп намайиш қилди.
2013-02-04
1997-Йили ғулҗа шәһиридә йүз бәргән “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 16 йиллиқи мунасивити билән, муһаҗирәттики уйғурлар дуняниң һәрқайси җайлирида намайиш, сөһбәт уюштуруш қатарлиқ хатириләш паалийәтлирини өткүзүп, 1997-йили ғулҗа яшлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә қарши елип барған намайишни хатирилиди.
2013-02-04
Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университетиниң профессори илһам тохти әпәнди шәнбә күни бейҗиң айродромида америкиға сәпәр қилиштин тохтитип қоюлған һәмдә 10 саәттин артуқ вақит айродромда тутуп турулғандин кейин өйигә қайтуриветилгән.
2013-02-03
Пәрғанә учур ториниң хәвәр қилишичә, қирғизистан җумһурийитидә 2013 - йилидин тартип алий мәктәпләргә кириш имтиһанлирини пәқәт дөләт тили вә рәсмий тил болған қирғиз һәм рус тилидила бериш бекитилди.
2013-02-03
Йәкшәнбә күни ирақниң һәр хил милләтләр арилишип яшайдиған киркук шәһиридә өзини өлтүрүш характерлиқ партлаш вәқәси йүз берип аз дегәндә 30 адәм һаятидин айрилди 70 тин артуқ адәм яридар болди.
2013-02-02
Шәнбә күни үрүмчидики лйәнфең су амбири йерилип кетип, бир адәм өлгән, нәччә он адәм яриланған.
2013-02-02
Татар яшлар тәшкилатиниң татарлардики вәтәнпәрвәрлик роһини күчәйтишкә һәрикәт қиливатқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2013-02-02
Японийә баш вәзири шинзо абие хитай тәһдитигә үзлүксиз учрап туруватқан араллар гурупписини қоғдаш үчүн һәр қандақ бәдәл төләшкә һазир икәнликини билдүрди.
2013-02-01
Д у қ уйғур аптоном райони рәиси нур бәкриниң йәнә рәисликкә сайланғанлиқини тәнқидләп: бу хитайниң уйғурларни бастуруш, диний, мәдәнийәт вә тил җәһәттики тәқиб қилиш сияситидә өзгириш болмайдиғанлиқидин дерәк бериду, дәп көрсәтти.