Архип
2013-01-03
Хитайниң японийидә турушлуқ әлчиханисиниң баянатчиси бүгүн баянат берип, японийиниң “универсал мудапиә истратегийиси” ни тәнқид қилди.
2013-01-02
Хитайниң “хәлқ гезити” йеңи йил мунасивити билән елан қилған кириш сөзидә муштәриләргә бәргән бир қисим вәдилири тор әзалириниң күчлүк мәсхирисигә учриди. Кириш сөздә “йеңи бир йилда раст гәп қилишқа, әмәлий иш қилишқа тиришимиз вә, муштәрилиримиз үчүн яхши мулазимәт қилимиз” дейилгән.
2013-01-02
Бирқанчә күндин бери мәшһур язғучи нурмәмәт ясинниң 2011 -йили түрмидә өлгәнлики һәққидә хәвәрләр тарқилип хәлқарадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққити вә әндишисини қозғиди.
2013-01-02
Бейҗиңниң тәйинлиши билән вәзипә өтәватқан хоңкоңниң алаһидә район башлиқи лең чүнйиң, йеқиндин бери хоңкоңда давамлишиватқан наразилиқ намайишлири сәвәбидин бейҗиң ата қилған тәхтини қоғдашта қийинчилиққа дуч кәлмәктә. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеңи йил күнлири хоңкоңда қарму-қарши гуруппидики нәччә онмиң киши намайиш өткүзгән.
2013-01-02
Алдинқи күни бир түркүм сәпдашлири билән нобел саһиби лю шявбониң нәзәрбәндтики өйигә сақчиларни бөсүп кирип лю шявбониң аяли лю шяни йоқлиған вә һал сориған мәшһур хитай өктичи хүҗя бүгүн бирләшмә агентлиққа сөз қилип, җәмийәттики кишиләрни нәзәрбәндтики лю шяни йоқлашқа чақирған.
2013-01-02
29-Декабирдин башлап австралийиниң сидней шәһиридә тибәт мәсилиси һәққидә хәлқаралиқ йиғин ечилмақта. Йиғинға 8 дөләттин 100 дин артуқ вәкил қатнашқан болуп, йиғинда дарамсаладин кәлгән вәкил, самном тәмпәл сөз қилип, хитайниң ши җинпиң башчилиқидики йеңи рәһбәрлик қатлимини ху җинтав дәвридә тохтап қалған тибәт-хитай сөһбитини қайтидин башлашқа дәвәт қилған.
2013-01-01
Ява кәптәр намлиқ әсири сәвәбидин 10 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған язғучи нурмәмәт ясинниң түрмидә вапат болғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалмақта.
2013-01-01
Уйғур ели даирилири 2013-йили уйғур елиниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн техиму қаттиқ қол болушни тәләп қилди. Хәлқ гезитиниң хәвиридин қариғанда, өткән җүмә күни чақирилған 2013-йиллиқ муқимлиқ хизмити йиғинида уйғур районлуқ партком секретари җаң чүншйән уйғур елиниң муқимлиқ әһвали үстидә алаһидә тохталған.
2013-01-01
Сәйшәнбә күни хоңкоңда он миңдин ошуқ киши намайиш қилип, хоңкоң валийси ляң җеңйиңни истепа беришкә чақирди.
2013-01-01
Америкида чиқидиған ню-йорк вақти гезитиниң хитайда турушлуқ мухбири хитайдин кетишкә мәҗбурланған. Гезитниң билдүрүшичә, мухбир кирис буклий 10 йилдин артуқ вақиттин бери хитайда туруватқан тәҗрибилик мухбир.