Архип
2013-01-17
Бүгүн америка билән японийиниң мудапиә министирлиқлири икки дөләт арисидики һәрбий һәмкарлиқ келишимини көздин кәчүрүп чиқишқа башлиди. Бу 15 йил аридин кейин икки тәрәпниң тунҗи қетим һәмкарлиқ үстидә елип берилидиған өзгиришләр үстидә көрүшүши болуп һесаблинидикән.
2013-01-16
Әркинлик сарийи 2012-йилдики дуня демократийиси һәққидә елан қилған йиллиқ доклати мунасивити билән зияритимизни қобул қилип, өткән йили уйғурларға қаритилған бесимниң йәнила еғир һаләтни сақлап кәлгәнликини билдүрди.
2013-01-16
Йүннәндики деһқанлар һөкүмәт даирилиригә хәт йезип, 46 адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған тағ гүмүрүлүш вәқәсини қайта тәкшүрүшни тәләп қилған.
2013-01-16
Бир нәпәр америка һөкүмәт хадими америкиниң сомали һөкүмитини рәсмий етирап қилип, 20 йиллиқ дүшмәнлишишкә хатимә беридиғанлиқини билдүрди.
2013-01-16
Японийә ташқи ишлар баянатчиси чаршәнбә күни японийә дөләт мудапиә министирлиқиниң хитай билән талаш-тартиштики араллар гурупписи йениға һәрбий әслиһә орунлаштурушни ойлишиватқанлиқини билдүрди.
2013-01-16
Моңғулийә иқтисадиниң өсүшигә әгишип америкидики бир қисим даңлиқ журналларниң моңғулчә нәшри моңғулийә базириға киришкә башлиди.
2013-01-15
Қағилиқ наһийисиниң йитимқум йезиси даирилири түнүгүн йеза мәйданида қанунсиз диний паалийәтләрни чәкләш йиғини чақирип, қанунсиз диний паалийәтләрни чәкләштә хизмәт көрсәткәнләрни тәқдирлигән.
2013-01-15
Шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, бу кишиләрниң мәркизи һиндистандики тибәт яшлар қурултийи билән алақиси барлиқини, уларниң гәнсу өлкиси хезо наһийисидики йезилиқларниң идийисини бурмилап, өзини көйдүрүшкә қутратқанлиқини илгири сүрүп, далай гуруһидикиләрни тәнқид қилған.
2013-01-15
Дуня уйғур қурултийи бүгүн хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида шәрқий түркистан террорчилириға қарши туруш һәққидә қилған сөзигә қаттиқ наразилиқ билдүрди.
2013-01-15
Үрүмчи шәһири дунядики муһити әң еғир булғанған он шәһәрниң бири қатариға киргүзүлгән.
2013-01-15
Сәйшәнбә күни америка вә японийә деңиз мудапиә қисимлириға аит күрәшчи айропиланлар ортақ һәрбий маневир елип барди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу маневир хитайға аит һәрбий айропиланниң талаш-тартиштики сенкаку арилиға йеқинлишиш вәқәсидин бир қанчә күн кейинла елип берилди.
2013-01-14
Ғайиб оғли имаммәмәт елиниң из-дерикини елиш үчүн, мушәққәтлик йолини давамлаштуруватқан патигүл ғулам, өткән айда радиомиз арқилиқ сүрийә вә пәләстиндики аниларға хитаб қилип, уларни сәвр қилишқа вә техиму ғәйрәтлик болушқа чақирған иди.
2013-01-14
Хитай компартийисиниң ғулҗа наһийә самийүзи йезилиқ комитети бултур 7-айниң 27 күни, йезида омумйүзлүк һалда мәсчитләрни тәкшүргән, тәкшүрүш давамида, йезиниң 13-кәнтидики мәсчиттә икки нәпәр оқуғучиниң намаз оқуватқанлиқи байқалған.
2013-01-14
Җилин өлкисиниң йәнбйән чавшйән аптоном областлиқ хәлқ қурултийи йеқинда бир қарар мақуллап , чавшйән миллитидин болған аилиләрниң иккинчи пәрзәнтигә айлиқиға 1000 йүәндин турмуш ярдәм пули беришни бекиткән.
2013-01-14
Бүгүн б д т дики 57 дөләт имза қоюп, б д т бихәтәрлик кеңишигә сүрийә мәсилиси һәққидә тәләп сунди.