Сүрийә өктичилирини америка вә явропа дөләтлириму сүрийә хәлқиниң қануний вәкили дәп тонушқа башлиди

Сүрийидики охшимиған қараштики өктичи гуруппилар, мушу айниң 11-күни қатарда йиғин өткүзүп “ сүрийә инқилабий миллий мәҗлиси” намида миллий бирликсәп қурған иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.11.16

Өктичиләр шуниңдин кейин өзлирини сүрийә хәлқиниң һәқиқий вәкили дәп елан қилип, хәлқара җамаәт вә дөләтләрниң өзлирини тонушини вә бәшар асад һакимийитигә қарши һәрикитини дәстәклишини тәләп қилған. Алдинқи күни түркийә тунҗи болуп, мәзкур миллий мәҗлисини сүрийә хәлқиниң қануний вәкили дәп тонуйдиғанлиқини етирап қилди.

Түнүгүн франсийә, бүгүн америка һөкүмитиму өктичиләрни тонуйдиғанлиқини елан қилди. Америка ташқи ишлар баянатчилиридин марк тонәр бүгүн бу һәқтики сөзидә, өктичиләрни тонуйдиғанлиқини билдүрүш билән бирликтә, әмди уларниң сүрийиниң ичидә өз қудритини испатлишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Тонәр йәнә америкиниң сүрийә хәлқигә бериватқан инсаний ярдимини давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.

Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, әнглийә ташқи ишлар министириму бүгүн сүрийә инқилабий миллий мәҗлисиниң рәиси муаз хатип билән көрүшүп уларниң пилан вә программилири һәққидә мәлумат сориған; уму сүрийә миллий мәҗлисини тонуйдиғанлиқини пат йеқинда елан қилидиғанлиқини билдүргән; русийә болса, мәзкур мәҗлисниң сүрийидә тинчлиқни әслигә кәлтүрәлмәйдиғанлиқини баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.