Таҗикистанда роҗистива бовай шәклидә кийингән бир адәм һуҗумға учрап һаятидин айрилған
Мәлум болушичә, роҗистива бовай сияқида кийингән бу киши йәкшәнбә күни кәчқурун уруқ-туғқанлирини йоқлаш үчүн кетиватқанда йолда һуҗумға учриған.
Һуҗум қилғучилар җәмий 3 киши болуп, улар зиянкәшликкә учриғучиниң қорсиқиға пичақ тиқип қечип кәткән. Ички ишлар министирлиқи баянатчиси өлгүчи қорсиқиниң бир нәччә йеригә пичақ тиқилғанлиқини, қан җиқ чиқип кәткәчкә қутқузушқа амал болмиғанлиқини билдүргән.
Ички ишлар министирлиқи баянатчиси йәнә һуҗум қилғучиларниң қолға елинғанлиқи, бу һуҗумниң диний әсәбийликни мәнбә қилғанлиқини билдүргән.