Хитай хәлқ қурултийи шәнбә күни “террорлуққа қарши туруш қануни” ни мақуллиди
Мухбирларни күтүвелиш йиғинида хәлқ қурултийи әзаси или шаввей, мәзкур қанунниң “террорчилиқ” қа изаһат бәргәнлики, қанунда йәнә хитай террорлуққа қарши қисимлириниң қандақ чағда һәрикәт қоллинишиму көрситилгәнликини билдүрди.
Мәлум болушичә, мәзкур қанунда хитай һөкүмәт даирилирини террорлуқ тәшкилатлири вә хадимлириниң тизимликини турғузуш, һәмдә уларға тақабил турушқа қистайдиған маддиларму бар икән.
Қанунда, җамаәттә вәһимә пәйда қилиши урунуш яки дөләт аппаратлири вә хәлқаралиқ тәшкилатларға зораванлиқ, бузғунчилиқ қилиш, тәһдит селиши вә башқа васитиләрни ишлитип зорлуқ көрситиш қатарлиқларниң террорлуқ болидиғанлиқи көрситилгән.