Хитай оқуғучиларға 100 миң йүән пул ианә қилған тиҗарәтчи алим 10 тәсирлик шәхс намзатлиқиға киргүзүлгән

Хитайниң гуйҗу өлкисидә кавапчилиқ қиливатқан алим исимлик уйғур тиҗарәтчи, 8 йилдин буян гуйҗудики аилә қийинчилиқи бар хитай оқуғучиларға җәмий 100 миң йүәндин артуқ пул ианә қилған. Униң иш излири йеқинқи айлардин бери хитай ахбарат васитилиридә хәвәр қилинип муназириләр қозғиған иди. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә алим, хитайдики 2010-йиллиқ 10 тәсирлик шәхс намзатлиқиға киргүзүлгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.12.29

Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном райониниң партком секретари җаң чүншйән 10 тәсирлик шәхсни баһалаш паалийитигә аваз берип, уйғур сахавәтчи алим үчүн биләт ташлиған. Хәвәрләрдә җаң чүншйәнниң бу арқилиқ кишиләрни милләтләр иттипақлиқи үчүн илһамландуруватқанлиқи билдүрүлгән. Әмма, алимниң хитай оқуғучиларға пул ианә қилиш иши муһаҗирәттики уйғур тордашларниң анчә алқишиға еришип кетәлмигән. Америка уйғур бирләшмисиниң торбетидики бу һәқтики инкасларда, уйғур елидә миңлиған оқуғучилар, хитайдикидин нәччә һәссә қийин шараитларда оқуватқан, һәтта оқуялмайватқан әһвалда, алимниң хитай оқуғучиларға 100 миң йүән пул ианә қилиши һамақәтлик дәп тәнқидләнгән.

Мәлум болушичә, хитай мәркизи телевизийә истансиси 27-декабир күни алимниң иш-излирини тәшвиқ қилип мәхсус хәвәр ишлигән. Бүгүн дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә пикир баян қилип, хитай тәшвиқат васитилирини уйғур яшлирини сиясий җәһәттин бихудлаштурушқа тиришиватиду дәп әйиблиди һәм "уйғурларниң һәқиқий өгиниш үлгилири хитайниң шәрәп тахтилирида әмәс, бәлки униң түрмилиридә" дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.