Тәйвән авиаматкиларға қарши лайиһиләнгән юқири техникилиқ башқурулидиған бомба ясиди
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тәйвән даирилири лайиһилигән бу бомбиниң еғирлиқи 1000 тонна әтрапида болуп, 'авиаматка қатили' дәп аталған. Мәзкур бомба һәққидики мәлуматлар илгири мәхпий тутулған болуп, бу тунҗи қетим җамаәткә ашкара көрситиши икән.
Башқурулидиған бомбиниң тезлики саитигә 55 километир болуп, бу бомбини һәтта радарму байқиялмайдикән. Нөвәттә тәйвән һәрбий даирилири бу бомбиларни өзи ясап чиққан шюңфең - 3 типлиқ башқурулидиған бомба ракитасиға сәпләшни ойлашмақта икән.
Нөвәттә хитай һәрбий даирилириниң авиаматка ясашқа киришкәнлики мәлум. Хәвәрдә нәқил қилинишичә, тәйвән мутәхәссислири хитайниң авиаматка ясап чиқишиға йәнә 10 йил кетидиғанлиқини билдүргән.
Әгәр хитай авиаматка ясап чиқса, бу район һәрбий күч тәңпуңлуқиға еғир дәриҗидә тәһдит елип келидикән.