Дуня уйғур қурултийиниң тор бекити һуҗумға учриди
Дуня уйғур қурултийи бу мунасивәт билән елан қилған баянатида тор бекитиниң тор бузарларниң һуҗуми сәвәблик 28-июндин башлап тақилип қалғанлиқини, һуҗумниң хитайдин кәлгәнликини билдүргән. Д у қ тор бекитиниң дәл “5-июл вәқәси” ниң икки йиллиқи һарписида һуҗумға учриши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.
Д у қ ниң билдүрүшичә, тор бекитини әслигә кәлтүрүшкә бир қанчә күн кетидикән. Лекин д у қ тор бекитиниң тунҗи қетим тор бузарларниң һуҗумиға учриши әмәс. Мәзкур тор бекити 2009-йили 12-айда бир қетим тор бузарларниң һуҗумиға учрап, тамамән паләч һалға чүшүрүп қоюлған. 2010-Йили “5-июл вәқәси” ниң бир йиллиқида д у қ ниң телефон линийиси кашилиға учриған иди.
Дуня уйғур қурултийи өзиниң тор бекитигә қаритилған һуҗумни тәнқид қилип, хитай һөкүмити бу һәрикити арқилиқ һөкүмәтниң “5-июл вәқәси” гә бәргән чүшәндүрүшини инкар қилидиған һәр қандақ учурни тосмақчи, д у қ ниң кишилик һоқуқ хизмитигә кашила пәйда қилмақчи болғанлиқини билдүргән.
Лекин мәзкур тор һуҗуминиң хитай һөкүмити тәрипидин пиланлиқ елип берилғанлиқи вә яки хитай тор бузарлириниң өз алдиға елип барған һәрикити икәнлики мәлум әмәс.