Торонто шәһиридә охшимиған етиқадчилар бир йәргә йиғилип, уйғур мәсилисини аңлитиду

5-Июл канаданиң торонто шәһиридә охшимиған динға етиқад қилидиған паалийәтчиләр бир йәргә йиғилип, уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләргә нәзәр сәп чиқмақчи.
Мухбиримиз җүмә
2011.07.02

“етиқад” торида хәвәр қилишичә, паалийәтни канадаға җайлашқан “бир һөр дуня хәлқараси”  тәшкилати уюштурған болуп, паалийәт 5-июл кәч саәт 7 дин 9  ғичә торонтодики  чатч тһә фирә чурч черкавида өткүзүлидикән.

Паалийәттә сөз қилидиғанлар ичидә  канада парламентидики христиан, мусулман вә йәһудийларниң йетәкчилириму бар икән.

Хәвәрдә нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған “бир һөр дуня хәлқараси” тәшкилатниң қурғучиси мәҗед әл шафиә: бизниң асасий нишанимиз, шәрқий түркистанниң вәзийити вә хитайниң таҗавузчилиқ түзүмидә езиливатқан уйғурларниң әһвалидин башқиларни хәвәрдар қилиш, дегән.

У йәнә бу паалийәт арқилиқ канадада яшаватқан уйғур көчмәнләр вә панаһлиқ тилигүчиләрниң әһвалини башқиларға тонуштурушни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүргән.

Әл шафиә мисирлиқ христиан. У, 2009-йилдики “5-июл вәқәси” вә хитай һөкүмитиниң намайишчиларға оқ ишләткәнлики һәмдә буниңда мунасивәтлик дәп қаралған уйғурларни һелиһәм қоғлап тутушни давамлаштуруватқанлиқини көрсәткән.

У мундақ дегән:  хитай шәрқий түркистанға бесип киргәндин буян милйонлиған уйғурлар өлтүрүлди. Һалбуки, дуня буниңға көз юмди. Һазир һәммимиз иттипақлишип оттуриға чиқидиған пәйт кәлди. Мана бу өз нидалиримизни аңлитидиған пәйт. Һәрқандақ шәкилдики диний бастурушқа чидап туруш мәқбул әмәс.

Хитай һөкүмити 2009-йили 5-июл намайиш қилип чиққан уйғур яшлирини қорал күчи ишлитип бастурған вә нәччә миңлиған уйғурни қара-қоюқ тутуп түрмигә ташлиған иди.  Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар бу күнни намайишлар билән хатириләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.