Дуня түрк мәдәнийәт қурултийи измирда башланди

Түркийидики мухбиримизниң хәвәр беришичә, түркийә президенти абдуллаһ гүлниң иқтисадий җәһәттин қоллиши вә егә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң саһибханлиқида 2 - қетимлиқ хәлқаралиқ дуня түрк мәдәнийәт қурултийи измир шәһиридә башланди.
Мухбиримиз үмүдвар
2010.04.18

19 - Априлдин 25 - априлғичә давамлишидиған мәзкур қурултайға түркийә, оттура асия җумһурийәтлири, явропа иттипақи қатарлиқ 25 дөләттин кәлгән 400 әтрапида алим қатнашқан болуп, буларниң ичидә бейҗиң, түркийә вә оттура асиядин кәлгән бир қисим уйғур мутәхәссислириму бар. Улар өзлириниң уйғур мәдәнийити, фолклори вә әдәбиятиға аит илмий мақалилирини оқуйду.

Мәзкур қурултай типик илмий - тәтқиқат түсини алған болуп, бу, асаслиқи түркий хәлқләрниң мәдәнийити, тарихи, әдәбияти, етнографийиси вә башқа көплигән мәсилилирини тәтқиқ қилидиған алимларниң илмий учур вә көз қараш алмаштуридиған, илмий муһакимә сорунидин ибарәт.

Йиғинниң саһибхани һесаблинидиған түркийиниң измир шәһиридики егә университетиниң түрк дуняси тәтқиқат институти түркийә бойичә түркий хәлқләрниң тил - әдәбияти, тарихи, мәдәнийити, етнографийиси вә башқа саһәлири бойичә тәтқиқ қилишта алдинқи орунда туридиған тәтқиқат вә оқутуш орни һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.