Түркийидә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшни қоллиғучилар көп санни игилиди
Мухбиримиз ирадә
2010.09.13
2010.09.13
Йәкшәнбә күни пүтүн дөләт миқясида елип берилған рай синашта 58 пирсәнт адәм қанун ислаһати елип беришни қоллиди, 42 пирсәнт адәм қарши чиқти.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, асасий қанун лайиһисидә асасий қанун мәһкимисиниң қурулмисиға өзгәртиш киргүзүш, "пуқраларниң һәрбий сотта сотлинишиға хатимә бериш, һәрбий қоманданлар вәзипә җәрянида җинайәт садир қилса, алий мәһкимидә сотқа тартилиш, һәрбий өзгириш мәзгилидә әмәлдарларниң сотқа тартилишини чәкләйдиған қанун маддисини әмәлдин қалдуруш" қатарлиқ 26 түрни өз ичигә алидикән.
Игилинишичә, түркийидики курдларниң партийиси б д п қоллиғучилиридин рай синашта беләт ташлимаслиқни тәләп қилған. Курдлар көп санда яшайдиған районларда рай синашта қатнашқанларниң сани бир қәдәр аз болған.
Мәлум болушичә, улар бу қетимлиқ асасий қанунда курдларға техиму көп һоқуқларниң берилишини тәләп қилған. Курд партийиси б д п ниң башлиқи салаһидин демирташ, "биз бу қетимлиқ асасий қанунда бизгә аптономийә берилишини, ана тилимизда маарип тәрбийиси елип бериш қатарлиқ һоқуқлиримизниң ениқ көрситилишини тәләп қилимиз. Әгәр бундақ болмайдикән, бу, демократийигә вә хәлқ ирадисигә қилинған чоң һөрмәтсизлик болиду" дегән.
Мәлум болушичә, бу қетимлиқ рай синаштин нәтиҗисидин явропа бирлики мәмнун болған. Улар, мәзкур нәтиҗигә "түркийини явропа бирликигә йеқинлаштурудиған иҗабий қәдәм", дәп баһа бәргән вә буниң тездин әмәлийлишип, йеңи асасий қанунниң қисқа вақит ичидә йолға қоюлушини үмид қилған.
Америка президенти барак обамаму түркийә баш министири әрдоғанға телефон қилип, райи синаш нәтиҗисиниң түркийиниң демократийисини техиму күчәйтидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ипадә қилған.