Түркийә “мави мармара вәқәси” сәвәблик исраилийә баш әлчисини қоғлап чиқарди

Б д т ниң өткән йили йүр бәргән “мави мармара вәқәси” һәққидики тәкшүрүш доклати елан қилиништин бурун, доклатниң бир қисим мәзмуни ахбарат васитилиригә ашкариланғандин кейин, түркийә исраилийиниң баш әлчисини қоғлап чиқарди.
Мухбиримиз әркин
2011.09.02

Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу җүмә күни ахбарат елан қилип, исраилийә билән болған дипломатик мунасивәтниң 2‏-дәриҗилик катиплиқ сәвийисигә чүшүрүлгәнлики вә исраилийә билән болған һәрбий келишимләрниң тоңлитилғанлиқини билдүргән.

Давут оғлу, тәкшүрүш доклати б д т баш катипи бан кимунға йәткүзүлүштин бурун, униң бәзи тәпсилатлириниң “ню-йорк вақти” гезитигә ашкарилиниши қобул қилинмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Түркийә исраилийидин “мава мармара вәқәси” сәвәблик өзүр тиләшни тәләп қилған болсиму, бирақ исраилийә өзүр тиләшни рәт қилған. Исраилийә вәқәдә “һаятидин айрилғанларға әпсуслинидиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин әскәрлириниң өзини қоғдаш һәрикитидин өзүр тилимәйдиғанлиқи” ни билдүргән иди.

Доклатниң “ню-йорк вақти” гезитидә елан қилинған мәзмунидин мәлум болушичә, доклатта исраилийиниң чекидин ашуруп күч қолланғанлиқи, бирақ униң газаға маңған ярдәм кемисини тосуши қанунлуқ икәнлики илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.