Түркийидә парламент сайлими өткүзүлди

Йәкшәнбә күни пүтүн түркийә бойичә парламент сайлими өткүзүлди. Дәсләпки пәрәзләрдә 8 йилдин буян һакимийәтни идарә қилип келиватқан адаләт вә тәрәққият партийисиниң бу қетим парламентта үчтин икки қисим авазни қолға кәлтүрүп, баш министир рәҗәп тайип әрдоғанниң үчинчи нөвәт баш министирлиқ вәзиписини атқуруш мумкинчиликиниң юқирилиқи көрситилгән иди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.12

Ройтерсниң хәвәр қилишичә, сайламниң дәсләпки нәтиҗисидә адаләт вә тәрәққият партийиси 54% беләткә еришкән болуп, бу партийиниң үчинчи қетим йәнә һөкүмәтни идарә қилидиған партийә болуши җәзимлишип қалған. Ақ партийә 2007-йили 47% авазға еришкән иди.

Тәһлилчиләр хәлқниң немә үчүн бу қетим йәнә адаләт партийисигә көп аваз беришидики сәвәбни тәһлил қилған. Бундақ болушидики сәвәб шуки, тайип әрдоғанниң 8 йил рәһбәрлики җәрянида түркийә иқтисадида алаһидә яхшилиниш болған һәмдә бу һөкүмәт йәнә буниңдин кейин қилмақчи болған зор пиланларға игә болған.

Кейинки йилларда түркийидә ишсизлиқ нисбитиму төвәнләшкә башлиған болуп, 2011-йили март ейида ишсизлиқ нисбити өткән йилидики 14.4% Тин үч пирсәнт азлап, 11.5% Болған.

Ақ партийә 2007-йили 47 % авазға еришкән.

Рәҗәп тайип әрдоған 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин хитай һөкүмитини уйғурларни бастуруш вә ассимилятсийә қилиш билән қаттиқ әйиблигән дөләт рәһбири иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.