Түркийә президенти абдуллаһ гүл ху җинтав билән көрүшти
Мухбиримиз ирадә
2009.06.25
2009.06.25
Анатолийә хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, абдуллаһ гүл бу келишимләрниң 90 пирсәнтиниң иқтисадқа мунасивәтлик икәнликини, хитайниң түркийигә һазирқи 60 милйон доллардинму көп миқдарда мәбләғ селиши үчүн уларға түркийиниң муһимлиқини чүшәндүргәнликини ейитқан.
Хәвәрдин қариғанда йәнә, түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүлгә униң тунҗи қетим уйғур дияриға баридиғанлиқи соралғанда абдуллаһ гүл":бизниң уйғур дияриға болған қизиқишимизни хитай билиду. Шуңа уларму бизни уйғур дияриға тәклип қилди. Бу икки дөләт арисидики ишәнчтин бишарәт бериду," дәп җаваб бәргән.
Түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүл хитай дөләт рәиси ху җинтавниң тәклипигә бинаән рәсмий зиярәт үчүн хитайға барған болуп, 6 - айниң 24 - күнидин 29 - күнигичә елип баридиған хитай зиярити җәрянида, у, бейҗиң, шиән, шенҗин қатарлиқ шәһәрләр билән бирликтә үрүмчидиму зиярәттә болиду. Бу түркийиниң җумһур рәисиниң тунҗи қетим уйғур диярида зиярәттә болуши һесаблиниду.