Түркийә хитайниң башқурулидиған бомбилирини алмайду

Чәтәлләрдә тарқитилидиған "улуғ ера" гезитиниң тәйвән мәркизий агентлиқидин нәқил елип хәвәр беришичә, түркийә һәрбий тәрәп хитайниң HQ9 типлиқ узун мусапилиқ йәрдин қоюп берилидиған башқурулидиған бомбилирини сетивалмаслиқни қарар қилған. Униң әксичә, түркийә русийә вә америкиниң башқурулидиған бомба техникисини сетивелишқа интилгән.
Мухбиримиз үмидвар
2009.09.06

Хәвәрдә ейтилишичә, америка вә русийә охшашла өзлириниң башқурулидиған бомба техникисини түркийигә сетип беришкә қизиқидикән. Мутәхәссисләр түркийиниң узундин буян хитай тәрәп билән мәзкур саһә бойичә һәмкарлишишқа интилгәнликини, бирақ нәтиҗидә чиқмиғанлиқини, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин түркийә тәрәпниң хитайни қаттиқ әйиблишигә әгишип, мәзкур пиланниң күнтәртиптин қалғанлиқ еһтималлиқини тәһлил қилишмақта.

Баш министир таййип әрдоғанниң хитайни миллий қирғинчилиқ билән әйиблишидин кейин, түркийә сода - санаәт саһәсидә хитайниң маллирини алмаслиқ шуарлириму мәйданға чиққан иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.