Түркмәнстан билән хитай тәбиий газ келишими имзалиди
Өз мухбиримиз меһрибан
2011.11.23
2011.11.23
Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, бу келишим чаршәнбә күни түркмәнстан президенти қурбангүл бәрдимуһәммәдофниң бейҗиңики 4 күнлүк зиярити мәзгилидә имзаланған. Мәлум болушичә, түркмәнстан президенти қурбангүл бәрдимуһәммәдоф билән хитай рәиси хуҗинтав оттурсида 16 түр бойичә келишим имзаланған.
Йеқинқи йиллардин буян, ениргийә еһтияҗи барғанчә ешип барған хитайниң, өз тәрәққият еһтияҗини қамдаш үчүн уйғур елини муқим ениргийә базиси қилипла қалмастин, бәлки оттура асия һәм африқа дөләтлириниму өзиниң ениргийә мәнбәси райони қиливалғанлиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғимақта.