Қурултай вашингтон алаһийдә райони сиртидики даллас райониға җаялшқан һят меһманханисида өткүзүлгән болуп, қурултайға бирләшминиң рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики рәһбәрлик һәйити әзалири, америкиниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар вә уларниң вәкиллирини өз ичигә алған йүздин артуқ киши қатнашти шундақла йәнә, дуня уйғур қурултийиға қатнишиватқан вәкилләрму қурултайға меһман сүпитидә сирттин қатнашти.
Қурултай дуня уйғур қурултийиниң йеңидин қайта сайланған рәиси, уйғур америка бирләшмисиниң сабиқ рәиси рабийә қадир ханимниң тәбрик сөзи, бирләшмә баш катипи алим сейитофниң хизмәт доклати билән башланди.
Қурултай ахирида демократик сайлам өткүзүлүп, америка уйғур бирләшмисиниң рабийә ханим рәисликидики йиңи рәһбәрлик оргини сайлап чиқилди.