"Үч боғуз тосмиси" әхләтниң тәһдитигә дуч кәлди

Хитайда йеқидин бери изчил йүз бәргән ямғур апити "үч боғуз тосмиси"ға көп миқдарда әхләт еқитип кәлгән болуп, нәтиҗидә бу әхләт дөвилири " үч боғуз тосмиси" ниң тақақлириға тәһдит салмақта икән.
Мухбиримиз җүмә
2010.08.02

Ройтерста нәқил қилишичә, " үч боғуз тосмиси ширкити" хадими чен "хитай гезити" гә тосмида күнигә 3 миң тонна әтрапида әхләт созулидиғанлиқини билдүргән.

У йәнә, бу әхләтләрниң тосма тақақлириға түрүлүп қелип, механикилиқ кашила чиқириши мумкинликини билдүргән.

Хитай ахбаратлири бу йил июлда яққан ямғурда еқип кәлгән әхләтниң тосмида 50 миң квадрат метир йейилғанлиқи, бәзи җайлардики әхләтниң 60 сантиметир қелинлиқта икәнлики, һәтта бәзи җайларда су йүзидики әхләтниң адәм көтүридиғанлиқини илгири сүргән.

Илгирики хәвәрләрдә ямғур миқдари сәвәблик тосма су йүзиниң дәриҗидин ташқири көтүрүлгәнлики хәвәр қилинған иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.