Үрүмчи шәһиридә өзини партлитивелиш вәқәси йүз бәрди
Мухбиримиз җүмә
2009.04.02
2009.04.02
Франсийә агентлиқида көрситилишичә, хитай сақчилири өзини партлитивалғучиниң хитай миллитидин икәнлики, үрүмчи сай йоли райониға җайлашқан мәлум бир ширкәткә қәрзини сүйләп барғанлиқи, әмма ахирида өзини партлитивалғанлиқини билдүргән.
Хитай сақчилири йәнә, өзини партлатқучиниң фамилиси хән икәнлики, өзни партлитивелишиниң алдида "ширкәттин алидиған 4 миң 500 йүән пулум бар" дәп ейтқанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, хән қара сомкида партлатқуч елип, ишханиға киргән болуп, ширкәтниң икки нәпәр хадими уни бомбини партлатмаслиққа көндүрмәкчи болған болсиму, әмма гәпкә кирмигән хән бомбини партлитивәткән. Нәтиҗидә хән нәқ мәйданда өлгән вә икки нәпәр ишхана хадими йеник дәриҗидә яриланған.
Хитай мәтбуатлири, мәзкур вәқәни һечқандақ намлар билән атимиған болуп, нөвәттә вәқәниң тәпсилати тәкшүрүлмәктә икән.