Хитайдики әң алий дәриҗилик мутәхәсссиләр үрүмчигә келип, йиңнә санҗиш делолирини биртәрәп қилмақта
Мухбиримиз вәли
2009.09.09
2009.09.09
Униң ейтишичә, үрүмчидә пәйда болған йиңнә санҗиш делолири бирхил адди дело әмәс, у, дүшмән күчләрниң пиланлиқ һалда, пәвқуладдә шараитта вәһимә пәйда қилиш үчүн қиливатқан террорлуқ һәрикити. Һазир сақчилар пүтүн күчи билән буниң пакитлирини тепишқа тиришиватиду.
Хитайниң үрүмчи шәһәрлик тәкшүрүш идариси сотқа шикайәт сунған вә ашкарилиған санлиқ мәлуматлардин қариғанда, үрүмчидә бүгүнгә қәдәр 'йиңнә санҗиди' дәп қолға елинған җинайәт гумандари 45.
Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, буниңдин башқа йәнә, җинайи ишлар даирисидә тутуп қоюлғанлар 12, қолға елишқа тәстиқланған 4 делоға четилидиған җинайәт гумандари 8 вә һөкүмәт тәрипидин мәҗбурий һалда зәһәр чекишни ташлатқузуватқанлар 8 нәпәр.