Америка уйғурлири норуз өткүзди

Америка пайтәхти вашингтон шәһири йенидики анандал райониға җайлашқан бир паалийәт мәркизидә 24 - март күни америка уйғурлири җәмийити билән хәлқаралиқ уйғур кишилик һоқуқ фонди җәмийитиниң тәшкиллиши билән норуз кәчлики өткүзүлди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.03.25

Тәхминән 150 әтрапида адәм қатнашқан мәзкур норуз кәчлики мол мәзмунлуқ өткән болуп, алди билән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим нутуқ сөзләп, көпчиликниң норуз байримини тәбриклиди һәмдә йеңи бир йилниң уйғур хәлқи үчүн нәтиҗилик вә мувәппәқийәтлик болушини тилиди.

Паалийәт җәрянида йәнә америка уйғурлири җәмийитиниң муавин рәиси илшат һәсән мәрһум шаир абдуреһим өткүрниң “баһар чиллаймән” мавзулуқ шеирини декламатсийә қилди. яш һәвәскарлар нахша вә усулларни орундап, сорун кәйпиятини юқири көтүрди.

Көпчилик мәхсус тәйярланған норуз ешиға еғиз тәгди шуниңдәк бир қисим аилиләр тәйярлап кәлгән таамлардин һозурланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.