Шәрқий түркистан уйғур алий кеңиши америкида уйғурларниң мәвҗутлуқи вә кәлгүсини музакирә қиливатид
Мухбиримиз вәли
2011.05.04
2011.05.04
Б б с агентлиқи, чәтәлләрдики уйғурларниң һазир вашингтонда ечиватқан йиғини һәққидә елан қилған хәвиридә, бу йиғинниң шәкли вә мәзмунлирини хәлқараға тәпсилий чүшәндүрди.
Америка авази, германийә авази қатарлиқ учур васитилири бу йиғин һәққидә, уйғурлар вашингтонда хәлқаралиқ йиғин ечип, өзлириниң кәлгүсини пиланлаватиду, дегән мавзуларда тәпсилий хәвәр елан қилди.
Баш оргини гагадики вакаләтсиз милләтләр тәшкилати бу йиғинни, америкиниң саһибханилиқида вашингтонда ечилған шәрқий түркистан уйғур алий кеңишиниң йиғини һазир уйғурларниң мәвҗутлуқи вә кәлгүсини музакирә қиливатиду, дәп тәсвирлиди.