Хитайниң 2009 - йили уйғур елида бир тәрәп қилинған дөләт бихәтәрлик дилолириға аит санлиқ мәлумати талаш - тартиш қозғиди
Рози исмайилниң ейтишичә, үрүмчидә йүз бәргән "5 - июл вәқәси"дин кейин, даириләр йәрлик сот мәһкимилиригә қаратқан назарәтчилик вә йитәкчиликни күчәйтип, "5 - июл вәқәси"дә қолға елинған тутқунларға аит дилоларниң бир тәрәп қилинишиға капаләтлик қилғанлиқини илгири сүргән.
Дуня уйғур қурултийи рози исмайилниң доклатиға инкас қайтуруп, рози исмайил елан қилған санлиқ мәлумат "5 - июл вәқәси"дин кейин қолға елинған уйғурларниң интайин аз сандики бир қисимидин ибарәт дәп көрсәтти.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит, сот ишлириниң очуқ - ашкара болмиғанлиқини тәнқидләп, сотланмай җазаланған тутқунларниң сани рози исмайил елан қилған бу сандин нәччә һәссә көпликини билдүрди. Хитай "5 - июл вәқәси"дин кейин уйғур илида арқа - арқидин сот ечип, нурғун кишини өлүм җазасиға һөкүм қилған иди.
Хәлқара җәмийәт хитайни әйибләп, үрүмчидики сотни "сиясийлаштуруш" вә хәлқара әдлийә өлчимигә хилаплиқ қилиш билән тәнқидлигән иди.