Хитай һөкүмити уйғурларниң роза тутушини чәкләшкә орунмақта

Мәркизи агентлиқиниң хоңкоңдин хәвәр қилишичә, рамизан башланғандин буян хитай һөкүмити уйғурларниң етиқад әркинликини чәкләшкә урунмақта.
Мухбиримиз вәли
2009.08.26

Алди билән һазир вәзипә өтәватқан вә пенсийигә чиққан уйғур кадирларға, ишчи - хизмәтчиләргә роза тутмаслиқ һәққидә буйруқ чүшүрүпла қалмай, бәлки барлиқ һарақ доканлириғиму тиҗарәтни тохтатмаслиқ һәққидә буйруқ чүшүргән.

 Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат решитниң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғур кадирларни роза тутқузмаслиқ үчүн һәтта 'чүшлүк тамақ ярдәм пули' тарқатқан яки иш вақтида тамақ йегүзүш чарилирини қолланған. Шундақла йәнә, уйғур кадирларни 'роза тутушқа зәрбә бериш келишими' гә имза қоюшқа мәҗбурлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.