Уйғур районидики даириләр шимал - җәнуб пәрқини кичиклитиш һәққидә вәдә бәрди

Бейҗиңда шинҗаң хизмәт йиғини ечилғандин кейин, уйғур райониниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш вә хәлқ турмушини яхшилаш һәққидә бир қатар йеңи чақириқ вә тәшәббуслар оттуриға қоюлмақта.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.15

Бу чақириқлардин әң йеқинда оттуриға қоюлғанлардин бири, уйғур районида шимал билән җәнуб арисидики пәрқни кичиклитиштур. Шинҗаң хәвәр ториниң билдүрүшичә, даириләр бу һәқтики йиғинида уйғур районида 2 милйон 700 миң намрат аилә барлиқини, буларниң асаслиқи җәнубтики икки вилайәт вә бир областта олтурақлашқан йәни уйғур районида асаслиқи уйғурларниң намрат икәнликини вастилиқ етирап қилған.

Шинҗаң хизмәт йиғинида гәрчә, "шинҗаңға ярдәм бериш" чақириқини оттуриға қойған болсиму, уйғур райониниң йәрлик хәлқи болған уйғурларға ярдәм бериш һәққидә ашкара ипадә билдүрмигән иди. Хитайниң бу нөвәт, шимал - җәнуб пәрқини оттуриға қоюши әмәлийәттә, райондики хитайлар билән уйғурлар арисидики иқтисадий тәңсизликниң етирап қилиниши дәп қаралмақта.

Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур районидики иқтисадий наразилиқ ялғуз, уйғур райони билән хитай өлкилири арисидики пәрқ болмастин, бәлки уйғур елидики уйғурлар билән хитайлар арисидики тәңсизликтин ибарәттур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.