Уйғур районида еғир қурғақчилиқ вә кәлкүн апити йүз бәрди
Хәвәрдин мәлум болушичә, қурғақчилиқ сәвәбидин шәрқий вә җәнубий уйғур районлиридики суниң миқдари өткән йилдикидин 40 - 42 пирсәнткичә төвәнләп кәткән. Йәрлик су амбарлирида сақлиниватқан суниң миқдари бултурқи охшаш мәзгилдикидин 136 милйон 400 миң куб метир аз болған.
Дәл әтиязлиқ терилғу ишләпчиқириш мәзгилигә тоғра кәлгән бу апәт җәнубтики деһқанларни қейин әһвалда қойған болуп, бу хил қурғақчилиқ вәзийити кейинки бир мәзгилдә техиму еғирлишиши мумкин икән.
Бу йил уйғур ели тәбиий апәтләрниң тәсиригә бир қәдәр көп учриған бир йил болуп, йил бешида уйғур елиниң шимали еғир қар апитигә учрап, чарвичилиқ ишләпчиқириши талапәткә учриғанлиқтин, уйғур районида гөшниң баһаси қаттиқ өрләп кәткән.
Тәңритағ торидин мәлум болушичә, һазир уйғур районида қой гөшиниң оттуричә баһаси 37 йүәнгә йәткән. Хотән, қәшқәр вә атуш қатарлиқ җайларда 40 юәндинму ешип кәткән.