Вен җябав хитай хәлқ қурултийиниң мәмликәтлик йиғинидики доклатида уйғур вә тибәтни тилға алди
Мухбиримиз әркин
2010.03.05
2010.03.05
Бу хитай баш министириниң узун йиллардин буян хәлқ қурултийиға бәргән хизмәт доклатида тунҗи қетим уйғур ели вә тибәтни алаһидә тилға елишидур. Лекин анализчилар, райондики йәрлик хәлқниң тәрәққиятиға көңүл бөлүнмисә, 5 - июлдикигә охшаш вәқәләрниң қурумайдиғанлиқини агаһландуруп, мәсилиниң түгүни вен җябавниң сөзиниң қандақ әмилиләштүрүлишигә бағлиқ, дәп көрсәтмәктә.
Вен җябав хәлқ қурултийидики доклатида, "биз диққәт нәзиримизни шинҗаң, тибәт вә тибәтләр яшайдиған милли районларниң иқтисади вә иҗтимаий тәрәққиятини алға сүридиған сиясәтләрни түзүш вә иҗра қилишқа қаритимиз" дегән. Лекин у шуниң билән биргә, хитай қораллиқ сақчи қисимлирини бастуруш иқтидарини күчәйтидиғанлиқини тәкитлигән.
Хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси"дин кейин уйғур илиға зор көләмлик қораллиқ вә алаһидә сақчи қисимлирини йөткәпла қалмай қораллиқ сақчи қисимлириниң йеңи әтрити вә 5000 кишилик алаһидә сақчи қисими қурушни қарар қилған иди. Уйғур тәшкилатлири хитай даирилириниң бу һәрикитини тәнқидләп, буниң уйғурларға һәйвә қилиш вә қорқутушни мәқсәт қилидиғанлиқини илгири сүргән иди.