Хитайниң алий сот мәһкимиси тунҗи қетим йиллиқ доклатини ахбаратқа елан қилған

Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, хитай алий сот мәһкимиси түнүгүн ахбарат елан қилиш йиғини ечип, йиллиқ хизмәт доклатини ахбаратқа ашкарилиған. Хитай алий соти һазирға қәдәр йиллиқ доклатини пәқәт бейҗиңда ечилидиған икки йиғиндила елан қилип кәлгән. Хитай алий сотиниң, йиллиқ доклатини ахбаратқа ашкарилимаслиқи йиллардин бери хәлқара җамаәтниң тәнқидигә учрап кәлгән. Чүнки доклатниң ахбабаратқа ашкариланмаслиқи, хитайниң әдлийә систимисдики адаләтсизликләрниң назарәт қилинишиға тосалғу болуп кәлгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.19

Хитай алий сотиниң тунҗи қетимлиқ доклатида 2009 - йили мәзкур мәһкиминиң җәмий 13318 дело қобул қилғанлиқи вә 11749 делони бир тәрәп қилғанлиқи баян қилинған. Әмма бу йил ичидики зор вә сәзгур делолар тилға елинмиған. Хитай алий соти бу қетимқи ахбарат елан қилиш йиғинида, буниңдин кейин һәр йили йиллиқ доклатини ахбаратқа ашкарилайдиғанлиқини билдүргән.

Көзәткүчиләр, бу баянатни әдлийә систимисидики җамаәт пикриниң назаритини қобул қилиш җәһәттә, йетәрлик болмисиму, алдиға қарап бесилған иҗабий бир қәдәм дәп қарашмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.