Хитай, америка әмәлдарлириниң далай лама билән көрүшкәнликигә наразилиқ билдүрди

Хитай ташқи ишлар баянатчиси җяң йү бүгүн, америка тәрәпниң даримсалада тибәт даһиси далай лама билән көрүшкәнликигә наразилиқ билдүргән. Хитай баянатчи сөзидә, һәр қандақ бир дөләтниң һәр қандақ йәрдә, һәр қандақ нам астида далай лама билән көрүшүшигә қарши икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.09.15

Америка президенти барак обаманиң баш мәслиһәтчилиридин бири болған Valerie Jarrett йәкшәнбә вә дүшәнбә күнлири һиндистанниң даримсала шәһиридә тибәт даһиси далай лама билән көрүшкән иди. Көрүшүшкә йәнә америкиниң муавин ташқи ишлар министири Maria Otera му иштирак қилған.

Америка президенти барак обама 11 ‏ - айда хитайни зиярәт қилмақчи. Далай лама йеқинда өзиниң өктәбирдә вашингитонни зиярәт қилидиғанлиқи вә бу җәрянда барак обама билән көрүшүшни халайдиғанлиқини билдүргән иди. Шуңа обаманиң баш мәслиһәтчиси вә муавин ташқи ишлар министириниң түнүгүн вә үлүшкүнләрдә далай лама билән көрүшүши, обаманиң хитай зияритидики сөһбәт темиси билән мунасивәтлик дәп қаралмақта.

Тибәт даһиси далай лама билән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң һәр қетимлиқ чәтәл зиярити, мәзкур дөләтләр билән хитай оттурисида ағриниш вә сүркүлүшләргә сәвәб болмақта. Хитай, франсийә президенти саркозий далай лама билән көрүшкини үчүн, бултур явропа дөләт башлиқлири йиғиниға қатинишишни бикар қилған; рабийә қадир ханим японийини зиярәт қилғанда токйодики баш әлчисини қайтуруп әкәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.