Қорғас наһийисидә йәнә бир хитай базири ечилмақчи
Хитай хәвәрлири торидин мәлум болушичә, йиву базири дәп нам берилгән бу базар оттура асия дөләтлиригә ечиветилидиған болуп, хәлқаралиқ чоң базарда 10 миңға йеқин дукан селиш пиланланған.155Мо даирә аҗритилған бу базарға җеҗаң өлкиси йиву шәһиридики топ тарқитиш ширкити 1 милярд йүән мәбләғ салғанлиқини елан қилған.
2010-Йили ечилған шинҗаңға ярдәм хизмәт йиғинидин буян, хитайниң 19 өлкисидики хитай ширкәтлири уйғур елигә еқип келип, “һалқима тәрәққият райони қурулуши” намида, райондики кан байлиқлирини ечиш, йәрлик уйғурларниң земинлирини мәҗбурий игиләшни тезләштүргән. Бирнәччә йилдин буянқи хитай ширкәтлириниң йәр игилиши сәвәблик, нөвәттә өй-макани һәм йеридин айрилған уйғурларниң наразилиқи райондики йәнә бир чоң иҗтимаий мәсилигә айланмақта.