Фалунгоңчилар дуня сәһнисигә қайтидин қәдәм басмақта
Хитайдики йерим аптономийә һалитидә туруватқан хоңкоңда бүгүн елип берилған фалунгоң намайишиға 700 дин артуқ адәм қатнашти. Улар бу намайишта 10 миң фалунгоңчи коммунист партийиниң баш шитабини муһасиригә алғанлиқиниң 10 йиллиқини хатирилиди. Сақчиларниң ейтишичә, бу намайиш қатнашқа тосқун болмиған.
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити 'бидәт' дәп җакарлап келиватқан фалунгоңчилар бүгүн тәйвәндиму , хитай коммунист партийисиниң баш шитаби болған җуңнәнхәйни муһасиригә алғанлиқиниң 10 йиллиқини хатириләп намайиш қилди. Тәйбейдә өткүзүлгән бу тинҗ намайишқа 800 дин артуқ адәм қатнашти.
Фалунгоң тәшкилати 1992 - йили қурулған иди. Бу тәшкилат 1999 - йили бейҗиңда коммунист партийиниң баш шитаби болған җуңнәнхәйни муһасиригә алғандин кейин, хитай һөкүмити уни бастурушқа киришкән иди.
Бу тәшкилат шуниңдин кейинму, өзиниң чидамлиқ роһи билән дуняниң һәммә йеридә коммунист партийигә қарши һәрикәт елип бериватиду.