Хитай мудапиә министири һиндистанни зиярәт қилди
2012.09.02
Ляң гуаңлей йәкшәнбә күни бомбайға йетип кәлди. Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ляң гуаңлей һиндистан һәрбий тәрәп билән асаслиқи икки дөләтниң чегра бихәтәрлики һәмдә бирләшмә һәрбий маневир өткүзүш мәсилилирини муһакимә қилидикән.
Бу хитай дөләт мудапиә министириниң 8 йилдин кейинки иккинчи қетимлиқ зиярити болуп, ляң гуаңлейниң зиярити тинч окян районидики аралларниң игилик һоқуқи мәсилисидә хитай билән вйетнам, филиппин вә башқа мәмликәтләрниң зиддийәтлири өткүрләшкән , болупму сенкако арили мәсилисидә японийә билән хитайниң мунасивәтлири техиму сәзгүрләшкән бир пәйиткә тоғра кәлди.
Көзәткүчиләр хитайниң өзигә нисбәтән асия районидики әң зор һәрбий тәһдит елип келәләйдиған күч һиндистан билән болған мунасивәткә алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини оттуриға қоймақта.
Һиндистан сәпиридин илгири ляң гуаңлей сириланкини зиярәт қилған һәмдә бу дөләткә зор миқдарда һәрбий ярдәм беришкә вәдә қилған иди.