Хитай мәркизий комитетиниң йәрликни тәкшүрүш гурупписи уйғур елидә көздин кәчүрүш хизмитини башлиған
Мухбиримиз җүмә
2010.10.12
2010.10.12
Көзәтчиләрниң қаришичә, бу хилдики тәкшүрүшиниң йәрлик хәлқниң әмәлий әһвалини игиләшни мәқсәт қилмиғанлиқи диққәтни тартидикән.
Шинхуа ахбаратиниң хәвәр қилишичә, бу, мәзкур гуруппиниң "хитай компартийиси 17- қурултийи" дин кейин, тунҗи қетим уйғур елигә келиши икән.
Хәвәргә қариғанда, тәкшүрүш " 17 -қурултай роһи", "җуңгочә сотсиялизм" вә, "үчкә вәкиллик қилиш идийиси" ни йетәкчи қилған асаста елип берилидикән.
Тәкшүрүштә асаслиқи," аптоном район рәһбәрлик гурупписидики әзаларға болған назарәтни күчәйтиш, партийиниң интизамини қоғдаш, партийә йолйоруқлириниң әмәлийлишиши әһвали" қатарлиқлар тәкшүрүлидикән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит: "хитай бу нөвәтлик тәкшүрүш билән уйғур елидики партийә әзалириға болған башқурушни күчәйтиш вә шу арқилиқ уйғур елидики һакимийитини техиму пухтилашни мәқсәт қилған " деди.
Хитайниң бу хил тәкшүрүши, хитай уйғур елигә көпләп мәбләғ салидиғанлиқини уқтурғандин кейин оттуриға чиқти.