Америкиға қачқан хитай 'җасуси' америкини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
Илгири хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқида хизмәт қилған ли феңҗи исимлик хитай җасуси пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлис әзалири билән көрүшкән вә америкидин сияси панаһлиқ тәләп қилған.
Ли феңҗиға һесдашлиқ қилғучиларниң әскәртишичә, у йеқинқи бир қанчә йилдин бери америкидин панаһлиқ тәләп қилған тунҗи хитай җасуси икән. Ли феңҗи пәйшәнбә күни фалунгоңчилар тәрипидин вашингтонда уюштурулған ахбарат йиғиниға қатнишип, хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқидики вәзиписиниң өктичи затлар, фалунгоң муритлири вә чарисиз бичарә кишиләр үстидин җасуслуқ елип бериш икәнликини көрситип, "наһайити ғәзәпкә" кәлгәнликини билдүрди.
Ли феңҗи мундақ дәйду": җуңго һөкүмити әқәлли кишилик һоқуқ тәләп қилған кишиләрни төһмәт вә зораванлиқ васитиләр билән бастурупла қалмай һәқиқи әһвални хәлқара җәмийәттин күчиниң беричә йошурмақта."
Вашингтон почта гезитиниң хәвәр қилишичә, ли феңҗиниң салаһийити ғәрбтики мәлум бир дөләт тәрипидин испатланған болуп, у 2004 - йили америкиға оқушқа әвәтилгән пурсәттин пайдилинип хитайдин йүз өригән.
Хитайниң вашингитондики баш әлчиханисиниң баянатчиси ли бавдоң ли феңҗиниң әйиблишини рәт қилип, "җуңго америкиға қарши җасуслуқ паалийити елип бериватиду, дәп әйибләшниң һечқандақ асаси йоқ" дегән.