Хитай бәш бурҗәклик бинаниң уруш айропилани лайиһисини оғрилиғанлиқини рәт қилди

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни хитай хакирлириниң америка бәш бурҗәклик бинанисиң интернет системисиға кирип, америка уруш айропилани лайиһисини оғрилашқа урунғанлиқини рәт қилди.
Мухбиримиз әркин
2009.04.23

Америка мәтбуатлирида чиққан хитай хакирлириниң америка уруш айропилани лайиһисини оғрилиғанлиқиға даир баянларни " мәсулийәтсизлик" вә "ойдурма" дәп әйиплиди.

Америка "валстрет жорнал" гезити алдинқи күни америка әмәлдарлириниң сөзидин нәқил кәлтүрүп елан қилған хәвиридә, бәш бурҗәклик бинаниниң компютер системисиға киргән хакирларниң хитайни база қилғанлиқини илгири сүргән. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси җяң йүй болса хитайниң бу түрдики қилмишларға қарши туридиғанлиқини вә буни бастуридиғанлиқини тәкитлигән.

Америка дөләт мудапиә министирликиниң юқириқи дәриҗилик бир әмәлдари алдинқи күни хакирларниң буниңдин 2 йил бурун бәш бурҗәклик бинаниниң компютер системисиға кирип, " ф - 35" типлиқ америка уруш айропилани лайиһисини оғрилашқа урунғанлиқини, лекин мәхпий материялниң зиянға учримиғанлиқини ашкарилиған.

Җяң йүй " бәзи кишиләр өсәк сөз тарқатмақта. Уларниң мәқсидиниң немилики маңа мәлум әмәс," дегән. Лекин бу хитайниң тунҗи америка тор системисиға кирип, оғрилиқ қилиш билән әйиблиниши әмәс. Бурун хитай, америка, әнгилийә, франсийә, германийә қатарлиқ дөләтләрниң тор системисиға кирип, җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.